Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиған силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратта немә дейилгәнлигини билмәмсиләр?

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:21
16 Referans Kwoze  

Тәврат қануниға әмәл қилиш билән һәққаний адәм дәп җакали­нимән, дәйдиғанларниң һәммиси ләнәткә қалиду. Муқәддәс Язмилар­да мундақ йезилған: «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә толуқ әмәл қилмиған киши ләнәткә қалиду».


Муқәддәс Язмилардики бу айәтләрниң Тәврат қануни астида яшай­ди­ған йәһудийларға қарита ейтилғанлиғини билимиз. Шундақ болған­да, йәһудийлар һәм йәһудий әмәсләрниң банә көрситидиған еғизлири тувақлиниду вә пүткүл дуниядики инсанлар Худаниң һөкүми астида туриду.


Әндиликтә һәқиқий Худани тонудуңлар, техиму ениғирақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонул­дуңлар. Шундақ екән, йәнә немә үчүн бу дуниядики аҗиз, керәксиз қаидә-йосунларниң қуллуғиға яңливаштин қайтмақчи болисиләр?


Гуна силәрниң һөкүмраниңлар әмәс. Чүнки силәр Тәврат қануниниң илкидә әмәс, бәлки Худаниң бизни гунаниң күчидин халас қилидиған меһир-шәпқити астида яшаватисиләр.


Лекин буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған: «Һеч қандақ сәвәпсизла Мәндин нәпрәтләнди», дегән сөз әмәлгә ашурулди.


Халайиқ бу гәпләрни чүшәнмәй, һәзрити Әйсадин: — Муқәддәс Язмиларда: «Қутқазғучи-Мәсиһ өлмәй, мәңгү һаят яшайду», дейилгән турса, Сиз қандақсигә «Инсан Оғли көтирилиши керәк», дәп дәләләйсиз?! Инсан Оғли зади Ким болиду? — дәп сориди.


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң бурунқи замандики йәһудий йетәкчиләргә: «Силәр илаһлар» дегини йезилған әмәсму?


«Қериндашлириңға Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң агаһландуруш­лири бар. Улар шуни аңлисун», дәпту әҗдадимиз Ибраһим.


— Муса пәйғәмбәр силәргә немә дәп буйруған? — деди һәзрити Әйса.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite