Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Мәйли мән силәр билән биллә болай яки болмай, силәргә қизиқиватқан бу кишиләрниң нийити тоғра болсила, яхши болатти, әлвәттә.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:18
13 Referans Kwoze  

Шуңлашқа, әзиз қериндашлирим, мән араңлардики вақтимда һемишәм сөзүмни аңлиғиниңлардәк, силәрдин айрилған мошу вақит­лардиму сөзүмни техиму яхши аңлаңлар. Худадин қорқуп вә Уни чоңқур һөрмәтләп, Худа силәрни қутқузғанда ата қилған йеңи һаятни турмушуңларға өзләштүрүшкә тиришиңлар.


Мән өзәм яхши көридиған кишиләрниң һәммисини әйивини көрситип тәрбийи­ләймән. Шуниң үчүн қизғин болуп, гуналириңға товва қил.


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.


Силәргә мәлумки, кесәл сәвәвидин Галатияда дәм еливатқан вақтимда, бу Хуш Хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим.


Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.


Буни көргән шагиртлири Зәбурда йезилған бу сөзни есигә елишти: «Әй Худа! Сениң өйүң үчүн көрсәткән қизғин муһәббитим худди көйүватқан отниң өзидур».


Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә мулайимлиқ билән несиһәт қилғум келиватиду, чүнки силәрниң бу әһвалиңларни аңлап, қандақ қилишни расттинла билмәйватимән!


Мән ейтип өткән һелиқи адәмләр силәрни өзигә қаритивелишқа тиришмақта. Уларниң нийити тоғра әмәс, улар силәрни биздин айриветип, өзлиригә қаритивалмақчи.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite