Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Әндиликтә силәргә һәқиқәтни сөзлигәнлигим үчүн дүшминиңларға айлинип қалдимму?

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:16
17 Referans Kwoze  

Силәр ишәнч йолида алға бесиватқан едиңлар, бирақ ким силәр­ниң һәқиқәткә бойсунушуңларға тосалғу болди?


Мән болсам һәқиқәтни сөзләймән, шуңа Маңа ишәнмәй­си­ләр.


Лекин Хуш Хәвәр һәқиқитиниң араңлар­да сақлиниши үчүн биз уларға қилчиму йол қоймидуқ.


Бу дуниядики кишиләр силәрни һәргиз өч көрмәйду, лекин Мени өч көриду. Чүнки Мән уларниң қилмишлири яман, дәп гувалиқ бериватимән.


Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.


У чағдики хошаллиғиңлар әнди нәгә кәтти?! Ишәнчлик ейталаймәнки, у чағда силәр мүмкин болса, маңа көзлириңларни оюп беришкиму рази едиңлар.


Мән ейтип өткән һелиқи адәмләр силәрни өзигә қаритивелишқа тиришмақта. Уларниң нийити тоғра әмәс, улар силәрни биздин айриветип, өзлиригә қаритивалмақчи.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite