Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Силәргә мәлумки, кесәл сәвәвидин Галатияда дәм еливатқан вақтимда, бу Хуш Хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:13
13 Referans Kwoze  

Силәрниң йениң­ларға барғинимда, аҗизлиғимдин бу вәзипини қандақ орунлармән, дәп қорқуп, һәтта титрәп кәткән едим.


Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә меһир-шәпқәт көрситип, силәрни Өзигә чақирған Худадин шунчә тез ваз кечип, башқичә бир хил хуш хәвәргә әгишип кетиватқанлиғиңларға һәйранмән.


Әгәр махтинишимға тоғра кәлсә, өз аҗизлиғимни көрситидиған ишлар билән махтинимән.


Гәп қилишта маһир болмисамму, лекин билимим бар. Қиливатқан һәр бир хизмитим буни һәр җәһәттин очуқ испатлап турупту.


Дәрвәқә бәзиләр «Павлусниң хәтлири һәм қаттиқ, һәм күчлүк, бирақ өзини көрсиңиз қабилийәтсиз, сөзлири мәнасиз», дейишиду.


У қаримаққа аҗизлиқ ичидә чапрас яғачқа миқланған болсиму, лекин Худаниң қудрити билән йәнила һаяттур. Бизму Униңға охшаш қаримаққа аҗиз болсақму, Худаниң қудрити билән Униңға бағлинип яшап, силәргә хизмәт қилмақтимиз.


Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.


Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.


Қериндашлар, гәрчә мән йәһудий болсамму, әнди Тәврат қануни­ниң әсири болмай, силәр йәһудий әмәсләрдәк униңдин әркинмән. Силәрдин шуни өтүнүп сораймәнки, бу җәһәттә мән охшаш болуңлар. Силәр маңа һеч қачан яманлиқ қилмиған едиңлар.


У чағда кесилим силәр үчүн бир аваричилиқ болсиму, лекин силәр мени камситмидиңлар, рәт қилмидиңлар. Әксичә мени Худа әвәткән бир периштәни, һәтта Әйса Мәсиһни күткәндәк күтүвалдиңлар.


Мәйли мән силәр билән биллә болай яки болмай, силәргә қизиқиватқан бу кишиләрниң нийити тоғра болсила, яхши болатти, әлвәттә.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite