Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1-2 Йәнә ейтмақчи болғиним: гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, у таки атиси бәлгүлигән мирасқа варислиқ қилиш йешиға тошмиғичә, у балиниң өйниң қулидин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидар вә балиға қариғучиларниң башқурушида болиду.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:1
9 Referans Kwoze  

У чағда пәрзәнт қалдуруш қанунийити бойичә туғулған Исмаил Муқәддәс Роһ ата қилған шапаәт билән туғулған Исһаққа қандақ зиянкәшлик қилған болса, һазир Тәврат қануниға қул болғанлар Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләргә шундақ зиянкәшлик қиливатиду.


Қул аялдин болған оғул пәрзәнт қалдуруш қанунийити бойичә, өз аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси бойичә дунияға кәлгән.


Демәк, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған екәнсиләр, силәрму Ибраһимниң әвлади болисиләр вә Ибраһимға вәдә қилинған бәхит-саадәткә еришисиләр.


Худа Оғлиға ишәнгән киши Худаниң гувалиғини һәқ дәп билиду. Бирақ Худаниң гували­ғиға ишәнмигән киши Худани ялғанчи дәп қариған болиду. Чүнки у Худаниң Өз Оғли тоғрилиқ бәргән гувалиғиға ишәнмигән болиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite