Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Муқәд­дәс Язмиларда Худаниң йәһудий әмәсләрниң Өзигә ишиниши сәвәви­дин уларни һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғи алдин-ала дейилгән. Худа Ибраһимға: «Һәммә милләтләргә сән арқилиқ бәхит ата қили­мән», дәп бу Хуш Хәвәр тоғрилиқ алдин-ала ейтқан.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:8
25 Referans Kwoze  

Саңа бәхит тилигәнләргә бәхит ата қилимән, Саңа ләнәт ейтқанларға ләнәт яғдуримән. Сән арқилиқ һәммә милләтләргә бәхит ата қилимән!»


Мениң әмримгә бойсунғанлиғиң үчүн, сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләр бәхиткә еришиду», — деди.


Уларниң сани йәрдики қумдәк көп болуп, шәриқтин ғәрипкә, җәнуптин шималға тарқилип, пүтүн зиминни қаплайду. Йәр йүзидики пүткүл милләтләр сән вә сениң әвлатлириң арқилиқ бәхит тапиду.


Мән саңа асмандики юлтузлардәк нурғун әвлат беримән һәм бу пүткүл зиминни уларға тәғдим қилимән. Сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр бәхит тапиду.


Чүнки униң әвлатлири чоқум улуқ вә күч-қудрәтлик бир хәлиқ болиду. Мән у арқилиқ дуниядики һәммә хәлиқләргә бәхит ата қилимән.


Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.


Һалбуки, Муқәддәс Язмилар пүткүл инсанларниң гуна­ниң илкидә яшайдиғанлиғини көрсәтти. Буниңдики мәхсәт Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ еришилидиған бу вәдиниң Униңға ишәнгәнләргә берилишидур.


Чүнки Муқәд­дәс Язмиларда Маңа ишәнгәнләр һәққидә: «Уларниң көңлидин һаят­лиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!» дәп йезилған.


Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.


Униңдин кейин йәттинчи периштә канийини чалди. Асмандин кәлгән җараңлиқ авазлар мундақ дәтти: «Дунияниң падишалиғи Пәрвәрдигаримиз вә Униң Мәсиһигә мәнсүп болди. У әбәдил-әбәт һөкүм сүргүси».


Ундақта, буни мундақ жиғинчақлаймиз: һәққанийлиқни издими­гән йәһудий әмәсләр Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланди, улар Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ буниңға еришти.


Худа Муқәддәс Язмиларда Мисирниң падишасиға мундақ дегән: «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт — пәқәт сениң үстүңдә күчүмни аян қилип, намимни пүтүн йәр-зиминға тарқитиштур».


Лекин Муқәддәс Язми­ларда немә дәп йезилған? Униңда: «Сән бу қул аялиңни оғли билән қошуп һайдавәт! Чүнки қул аялиңниң оғли һәргиз әркин аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болуп қалмисун», дәп йезилған.


Муқәддәс Язмиларда Мәсиһниң падиша Давутниң әвладидин һәм падиша Давут­ниң жути Бәйтләһәм йезисидин келиши һәққидә дейилми­гәнмиди?» дейишти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite