Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Худаниң силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиши вә араңларда мөҗүзиләр яритиши силәрниң Тәврат қануни­ға әмәл қилғанлиғиң­лардин әмәс, бәлки силәрниң Хуш Хәвәр­ни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгән­­лигиңлардиндур.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:5
14 Referans Kwoze  

Силәрдин шунила соримақчимәнки, Муқәддәс Роһ силәргә Тәврат қануниға әмәл қилғанлиғиңлар үчүн ата қилин­диму? Яқ, силәр Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинған.


Кәңчилик қилмаслиғимдики сәвәп, араңлар­дики бәзиләр Әйса Мәсиһниң мән арқилиқ сөзләватқанлиғиға испат тәләп қилип келиватиду. Буниң испатини бу қетим йениңларға берип гунакарларни бир тәрәп қилғинимда көрисиләр. Чүнки Әйса Мәсиһ алдиңларда аҗиз әмәс, бәлки интайин қудрәтликтур.


Павлус билән Барнаба у йәрдә хелә узун туруп, Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити тоғриси­дики Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзди. Рәббимиз Әйсаму уларға мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиш қабилийитини берип, улар йәткүзгән Хуш Хәвәрниң раст екәнлигини испатлиди.


Мән араңларда болған чағда әлчилигимни испатлайдиған ишларни, йәни мөҗүзә, карамәт вә қудрәтлик ишларни сәвирчанлиқ билән қилдим.


Чүнки җәң қураллиримиз бу дунияға хас қураллар әмәс, бәлки шәйтанниң мустәһ­кәм қорғанлирини гумран қилидиған, Худаниң күч-қудритигә егә болған қураллардур.


Бу қанунниң чүширилиши шундақ улуқ болған йәрдә, Муқәддәс Роһниң елип келидиғини техиму улуқ болмамду?!


Йәнә шу Роһ биригә мөҗүзиләр яритиш қабилийитини бәрсә, йәнә биригә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитини бериду. Биригә бирсиниң йәткүзгән сөзлириниң Муқәддәс Роһтин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқ­ләндүрүш, биригә өзигә намәлум болған тилларда сөзләш, йәнә биригә болса бу тилларни чүшәндүрүш қабилийитини бериду.


Ишәнч Хуш Хәвәрни аңлаштин келиду; Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидидур.


Деханға териғили уруқ, йегили озуқ ата қилған Худа силәрниң һаҗәт­­мәнләргә техиму мәртлик билән берәлишиңлар үчүн, силәрдә барни көпәйтиду.


Чүнки Худаниң мени мән билән қаршилашқучиларниң алдида ақлайдиғанлиғиға ишинимән. Бу силәрниң дуалириңлар вә Әйса Мәсиһниң Роһи, йәни Муқәддәс Роһниң ярдими арқилиқ болиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite