4 Ундақта, силәрниң Хуш Хәвәр йолида тартқан азап-оқубәтлириңларниң һәммиси бекар кетәрму?
Худа йолида сиңдүргән әҗриңларни йоқитип қоймай, Худаниң толуқ мукапитиға егә болушуңлар үчүн өзәңларға агаһ болуңлар.
Мән силәргә йәткүзгән Худаниң бу һәқиқитидә чиң турсаңлар, у арқилиқ қутқузулисиләр. Ундақ болмиғанда, бекарға ишәнгән болисиләр.
Силәр шунчә наданму? Муқәддәс Роһ һаятиңларда башлиған ишни силәр өз күч-қудритиңларға тайинип тамамлимақчи болуватамсиләр?