Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:23 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

23 Бу ишәнч йоли ашкарә болғичә, қанун бизни қоғдаш йүзиси­дин қамап қойған еди.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:23
15 Referans Kwoze  

Һалбуки, силәр Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болсаңлар, у чағда Тәврат қануниниң илкидә болмай­силәр.


Ундақта, Тәврат қанунини чүшириштики мәхсәт немә? Бу болсиму, Худа әвәтишкә вәдә қилған Ибраһимниң Әвлади, йәни Әйса Мәсиһ кәлгичә гунаниң немә екәнлигини көрситип бериштур. Тәврат қануни периштәләр арқилиқ Муса пәйғәмбәргә, Муса пәйғәмбәрниң васитиси билән кишиләргә чүширилгән.


Чүнки Худа рәһим-шәпқитини пүткүл инсанға көрситиш үчүн, һәммимизни, йәни йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни өзлириниң бойсунмаслиғиға қоювәтти.


Муқәддәс Язмилардики бу айәтләрниң Тәврат қануни астида яшай­ди­ған йәһудийларға қарита ейтилғанлиғини билимиз. Шундақ болған­да, йәһудийлар һәм йәһудий әмәсләрниң банә көрситидиған еғизлири тувақлиниду вә пүткүл дуниядики инсанлар Худаниң һөкүми астида туриду.


Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрү­лүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.


Ишәнчи бар бу кишиләр Худа вәдә қилғанларға муйәссәр болмай турупла аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида ишәнчи билән жирақни көрүп, бу вәдиләрниң кәлгүсидә әмәлгә ешишини хурсән­лик билән күткән вә өзлириниң йәр йүзидә яқа жутлуқ вә мусапир екәнлигини етирап қилишқан еди.


Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиған силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратта немә дейилгәнлигини билмәмсиләр?


Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөз­ләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite