Галатиялиқларға йезилған хәт 3:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси21 Ундақта, Тәврат қануни Худаниң вәдисигә зитму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Әгәр бу қанун инсанларни һаятлиққа ериштүрәләйдиған болса, у чағда инсанлар қанунға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм болалатти. Gade chapit la |
Ишәнчи сәвәвидин Нуһ пәйғәмбәр техи көрүлүп бақмиған вақиәләр һәққидә Худа тәрипидин агаһландурулғанда, Худаниң сөзигә бойсунуп, пүтүн аилисидикиләрни қутқузуш үчүн бир кемә ясиди. Һәм ишәнчи арқилиқ дуниядики адәмләрниң қилмишлириниң җазалинишқа лайиқ екәнлигини көрситип бәрди. Ишәнчи сәвәвидин у Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланди.
Таш үстигә һәрипләр билән оюлуп йезилған Тәврат қануни инсанларға мәңгүлүк өлүм елип кәлсиму, бу қанун Муса пәйғәмбәр арқилиқ Худаниң парлақ нури ичидә чүширилгәндә, Муса пәйғәмбәрниң чирайи шундақ парлиған едики, гәрчә нур аста-аста йоқалған болсиму, исраил хәлқи униң чирайиға қарап туралмиған еди.