Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Силәрдин шунила соримақчимәнки, Муқәддәс Роһ силәргә Тәврат қануниға әмәл қилғанлиғиңлар үчүн ата қилин­диму? Яқ, силәр Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинған.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:2
19 Referans Kwoze  

Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип қурван болуши арқилиқ йәһудий әмәсләрму Ибраһимға вәдә қилинған бәхиттин тәң һөзүрлинәләйду. Шундақла улар биз билән биллә Худа вәдә қилған Муқәддәс Роһни ишәнч билән қобул қилалайду.


Инсан­ларниң қәлбини билидиған Худа Өзиниң Роһини бизгә ата қилғини­дәк, йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Буниң билән Худа йәһудий әмәсләрниму қобул қилидиғанлиғини билдүрди.


Худаниң силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиши вә араңларда мөҗүзиләр яритиши силәрниң Тәврат қануни­ға әмәл қилғанлиғиң­лардин әмәс, бәлки силәрниң Хуш Хәвәр­ни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгән­­лигиңлардиндур.


Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәт­лик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди.


Иккиси у йәргә бериши билән мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң ата қилиниши үчүн дуа қилди.


Петрус уларға мундақ җавап бәрди: — Гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн, яман йолли­риң­лардин йенип, товва қилиңлар һәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңларни көрситиш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худа силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиду.


Бәзи адәмләрни товва қилдуруп, қайтидин Худа йолиға башлаш мүмкин әмәс. Чүнки улар бир чағларда Худаниң нури билән йорутул­ған, Худаниң илтипатидин һөзүрләнгән, Муқәддәс Роһқа ортақ болған,


Бу Хуш Хәвәрдә Худаниң инсанларни немигә асасән һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғи ашкариланған. Бундақ җакалаш баштин ахир ишәнчкә асасланғандур. Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Адәм ишәнч билән һәққаний адәм дәп җакалинип, һаятлиққа еришиду».


Худа бу пәйғәмбәрләргә уларниң бу ишларни алдин-ала ейтишиниң өзлири үчүн әмәс, бәлки силәр үчүн екәнли­гини билдүрди. Бүгүнки күндә Хуш Хәвәрни йәткүзгүчиләр асмандин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән бу ишларни силәргә йәт­күзди. Һәтта периштәләрму бу ишларниң әмәлгә ашурулғанлиғини көрүшкә тәлпүниду.


Чүнки силәрниң йениңларға берип, Әйса Мәсиһ тоғрисида мән йәткүзгәнгә охшимайдиған башқа бир тәлимни йәткүзгәнләргә очуқтин-очуқ йол қойдуңлар. Силәр қобул қилған Муқәддәс Роһтин башқа бир роһ вә силәр қобул қилған Хуш Хәвәрдин башқа бир хуш хәвәр тоғрисида ейтилғанларниму сиғдур­дуңлар.


Шуниңға охшаш, Тәврат қануни билән мунасивити йоқ йәһудий әмәсләр арисида болғинимда, шу киши­ләргә охшаш яшаватимән. Бу Худаниң қанунидин чәтнәп кәттим дегән­лик әмәс, чүнки мән Әйса Мәсиһниң қануниға бойсунуп яшавати­мән.


Силәр шунчә наданму? Муқәддәс Роһ һаятиңларда башлиған ишни силәр өз күч-қудри­тиң­ларға тайинип тамамлимақчи болуватамсиләр?


Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite