Галатиялиқларға йезилған хәт 3:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси12 Бу ишәнч йоли Тәврат қануниға әмәл қилиш йоли билән пүтүнләй охшимайду. Тәврат қануниға әмәл қилиш йоли худди Муқәддәс Язмиларда: «Тәврат қануниниң әмирлиригә толуқ әмәл қилғанлар шу қанунға тайинип һаятлиққа еришиду», дәп йезилғиниға охшаштур. Gade chapit la |
Шуниң үчүн ишәнчимиз арқилиқ Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадитигә еришимиз. Бу биз еришишкә тегишлик һәқ әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқитидин кәлгән. Бу вәдә Ибраһимниң пүткүл әвлатлири, йәни Ибраһимға охшаш ишәнч йолида маңғанлар үчүн берилгәндур. Мәйли улар йәһудий әмәсләр болсун яки Тәврат қанунидики қаидиләр бойичә яшайдиған йәһудийлар болсун, бу вәдә һәммисиниң бу бәхит-саадәткә еришидиғанлиғиға капаләтлик қилиду. Чүнки Ибраһим барлиқ мәсиһийләрниң атисидур.