Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Рошәнки, һеч ким Худа­ниң алдида қанунға әмәл қилиш билән һәққаний адәм дәп җакали­налмайду. Муқәддәс Язмиларда: «Адәм ишәнчи билән һәққаний адәм дәп җакалинип, һаятлиққа еришиду», дәп йезилған.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:11
20 Referans Kwoze  

Бу Хуш Хәвәрдә Худаниң инсанларни немигә асасән һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғи ашкариланған. Бундақ җакалаш баштин ахир ишәнчкә асасланғандур. Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Адәм ишәнч билән һәққаний адәм дәп җакалинип, һаятлиққа еришиду».


Мән ‹ Һәққаний › дегән адәм, ишәнчи билән яшайду. Әгәр у ишәнчидин янса, униңдин хурсән болмаймән».


Лекин биз инсанларниң Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинидиғанлиғини билимиз. Шу сәвәптин биз йәһудийларму Әйса Мәсиһкә ишәндуқ. Һеч ким Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиналмайду.


Улар йеңи бир қошақ ейтишти: «Орам язмини елишқа Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән. Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр хәлиқтин болған инсанларни Өз қениң төләми билән Худаға мәнсүп қилдиң.


Һәммимиз көп хаталишимиз, һалбуки, тилда хаталашмиған киши өзини һәр җәһәт­тин тизгинләп, пишип йетилгән киши болиду.


Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйип­сиз сада­қәт­мәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғи­ши­дин сақлаштур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite