Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Тәврат қануниға әмәл қилиш билән һәққаний адәм дәп җакали­нимән, дәйдиғанларниң һәммиси ләнәткә қалиду. Муқәддәс Язмилар­да мундақ йезилған: «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә толуқ әмәл қилмиған киши ләнәткә қалиду».

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:10
18 Referans Kwoze  

Бир адәмниң гунакар тәбиити униң ой-пикирлирини башқурса, у адәм Худа билән дүшмәнләшкән болиду. Чүнки у Худаниң қануниға бойсун­майду һәм бойсуналмайду.


Чүнки гунаниң төләми өлүм. Бирақ Худаниң Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған соғиси мәңгүлүк һаяттур.


Тәврат қануни бу қанунниң әмир-пәрманлириға әмәл қилмиғанларға Худаниң ғәзивини елип келиду. Қанун болмиса, қанунға хилаплиқ қилишму болмайду.


Лекин биз инсанларниң Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинидиғанлиғини билимиз. Шу сәвәптин биз йәһудийларму Әйса Мәсиһкә ишәндуқ. Һеч ким Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиналмайду.


Андин сол йенидикиләргә: «Әй ләнәткә учриғанлар, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң ғалҗирлириға һазирланған мәңгү өчмәс дозақ отиға кириңлар!


Сән әнди ләнәткә учрайсән. Буниңдин кейин бу йәрдә туралмайсән! Чүнки сән иниңни өлтүрдүң, йәргә қан төктүң.


Таш үстигә һәрипләр билән оюлуп йезилған Тәврат қануни инсанларға мәңгүлүк өлүм елип кәлсиму, бу қанун Муса пәйғәмбәр арқилиқ Худаниң парлақ нури ичидә чүширилгәндә, Муса пәйғәмбәрниң чирайи шундақ парлиған едики, гәрчә нур аста-аста йоқалған болсиму, исраил хәлқи униң чирайиға қарап туралмиған еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite