Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Әй надан галатиялиқлар! Силәр қандақларчә езиқтурулуп, башқи­ларниң алдам халтисиға чүшүп кәттиңлар? Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқланғанлиғи худди көз алдиңларда йүз бәргәндәк ениқ йәткүзүлгәнғу!

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 3:1
38 Referans Kwoze  

Бирақ Һава аниниң һелигәр илан тәрипидин аздурулғинидәк, силәрниңму сахта әлчиләр тәрипи­дин аздурулуп, Әйса Мәсиһкә болған сәмимий вә пак қәлбиңларниң булғинишидин әнсирәймән.


Лекин саңа бир наразилиғим бар, у болсиму өзини пәйғәмбәр дәп тонуштурған Изабел исимлиқ аялға йол қоюватисән. Бу аял хәлқимгә тәлим берип, уларни җинсий әхлақсизлиқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта.


Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә меһир-шәпқәт көрситип, силәрни Өзигә чақирған Худадин шунчә тез ваз кечип, башқичә бир хил хуш хәвәргә әгишип кетиватқанлиғиңларға һәйранмән.


чүнки сорақ вақти башланди. Бу сорақ алди билән Худаниң пәрзәнтлири, йәни мәсиһийләрниң ишәнчини синаштин башлиниду. Әгәр бу биз мәсиһий­­­ләр үчүн қийин болса, у һалда Худаниң сөзигә қулақ салмиған­лар­ниң ақивити қандақ болар?


Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду.


Ишәнчи сәвәвидин Ибраһим Худа униңға бәрмәкчи болған зимин­ға чақирилғанда, у Худаға бойсунуп, қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.


Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлимат­ларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.


Әндиликтә һәқиқий Худани тонудуңлар, техиму ениғирақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонул­дуңлар. Шундақ екән, йәнә немә үчүн бу дуниядики аҗиз, керәксиз қаидә-йосунларниң қуллуғиға яңливаштин қайтмақчи болисиләр?


Силәр шунчә наданму? Муқәддәс Роһ һаятиңларда башлиған ишни силәр өз күч-қудри­тиң­ларға тайинип тамамлимақчи болуватамсиләр?


Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.


У мана мошундақ пүтүнләй бойсунғачқа, мукәммәл Баш Роһаний болуш һөддисидин чиқип, Өзигә бойсунғучиларниң һәммиси үчүн мәңгүлүк қутқузулуш мәнбәси болди.


Шуниң үчүн сөз-һәрикитиңларға еһтият қилиңлар. Билимсиз наданлардәк әмәс, данишмәнләрдәк яшаңлар.


Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ


Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.


Шуниң үчүн таки Рәббимиз қайтип кәлгичә, һәр қетим бу нандин йегиниңларда вә һәр қетим бу җамдикидин ичкиниңларда, Рәббимизниң қурван болғанлиғини җакалиған болисиләр.


Чүнки араңларда болған вақтимда пәқәт Әйса Мәсиһ вә Униң чапрас яғачқа миқланғанлиғидин башқа бир нәрсә демәсликни қарар қилған едим.


Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули бол­ған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққаний­лиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.


Лекин һәқиқәтни рәт қилип, яманлиққа әгәшкән шәхсийәтчиләргә У ғәзәп-нәпрәт яғдуриду.


Худаниң сөзи давамлиқ тарқалғансири, Йерусалимдики мәсиһий­ләр­ниң саниму барғансири көпәйди. Нурғун роһанийларму һәзрити Әйсаға ишәнди.


Чүнки ичишти һәр қайси хәлиқләр, Униң әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравидин. Җинсий әхлақсизлиқ қилишти дунияниң падишалири униң билән, Бейишти дунияниң содигәрлири. Униң баяшәтчилигиниң көплүгидин».


Шу чағда Рәббимиз Әйса Худани тонушни халимиғанларни вә Өзи һәққидики Хуш Хәвәрни қобул қилмиғанларни җазалайду.


Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.


Биз бу қураллар билән бемәна асассиз гәпләрни вә Худани тонушқа тосқунлуқ қилидиған һәр хил көрәң көз-қарашларни бит-чит қилимиз һәм кишиләрниң өз ой-пикир­лирини Әйса Мәсиһкә беқиндуруп, Униңға бойсунуши үчүн, уларни қайил қилимиз.


Бирақ худди Йәшая пәйғәмбәрниң: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә кимму ишәнди?» дегинидәк, һәммә адәм Хуш Хәвәрни қобул қилған әмәс.


Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әй наданлар! Пәйғәмбәрләрниң ейтқан сөзлиригә неманчә тәстә ишинисиләр?


Чүнки сахта мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келиду. Әгәр мүмкин болсиди, улар һәтта Худа таллиғанларниму чоң мөҗүзиләр вә карамәтләр билән аздурған болатти.


Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиғанлар имарәтни қумниң үстигә қурған ахмақларға охшайду.


Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.


вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә салам.


Қериндашлар, әгәр мән улар ейтқандәк «хәтнә қилиниш керәк», дәп давамлиқ тәлим берип жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күндә йәнә немә үчүн йәһудийларниң зиянкәшлигигә учраймән? Әгәр шундақ қилған болсам, у чағда «қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғидинла келиду», демигән болаттим һәм уларниң ғәзивиниму қозғимиған болаттим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite