Галатиялиқларға йезилған хәт 2:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси7 Дәл әксичә улар Худаниң Петрусқа йәһудийларға Хуш Хәвәр йәткүзүш вәзиписини тапшурғинидәк, маңиму йәһудий әмәсләргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни тапшурғанлиғини тонуп йәтти. Gade chapit la |
Җамаәтниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлишидиғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудийлар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.
Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.