Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Мәсиһийләр җамаитидә муһим дәп қаралғанлар (уларниң мәрти­висиниң қандақ болуши маңа муһим әмәс, чүнки Худа һәммә адәмгә тәң қарайду) мән йәткүзгән Хуш Хәвәргә йәнә мәзмун қошуш керәк демиди.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:6
22 Referans Kwoze  

Мән у йәргә Худа­дин кәлгән аянға бенаән барған едим. У йәрдә мән мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән айрим сөзлишип, өзәм йәһудий әмәсләр арисида тарқитип келиватқан Хуш Хәвәрниң мәзмуниниң уларниңкигә охшаш екәнлигини чүшәндүрдүм. Бундақ қилишим бурунқи яки кәлгүсидики хизмәтлиримниң бекар болуп кәтмәслиги үчүн еди.


Петрус сөзини башлап мундақ деди: — Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болуши­дин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим.


Ахмаққа охшап қалдим, мениң бундақ болушумға силәр сәвәпчи. Мән әслидә силәрниң махтишиңларға еришишим керәк еди. Чүнки һәр қанчә болсамму, силәр дәриҗидин ташқири дәп қариған әшу әлчиләрдин һәр тәрәптин қелишмаймән.


Әгәр кимду-ким өзини қалтис чағлап, башқиларға ярдәм бәрмисә, өзини-өзи алдиған болиду. Бундақ адәм әмәлиятта қалтис әмәс.


Һалбуки, мән өзәмни һеч қандақ ишта силәр дәриҗи­дин ташқири дәп қариған әшу әлчиләрдин төвән дәп қаримаймән!


Чүнки Худа һәммә инсан­ларға охшаш муамилә қилиду.


Силәр кишиләрниң иш-һәрикитигә қарап адиллиқ билән сорақ қилидиған Худани «Ата» дегән екәнсиләр, ундақта бу дунияда мусапир болуп яшаватқан вақтиңларни Худани чоңқур һөрмәтләш билән өткүзүңлар.


Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.


Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.


Шуниң үчүн биз буниңдин кейин һеч кимгә бу дунияниң көз-қариши билән қаримаймиз. Гәрчә биз бурун мошу көз-қараш билән Әйса Мәсиһни пәқәтла бизгә охшаш бир инсан дәп қариған болсақму, әнди ундақ дәп қаримаймиз.


Улар һәзрити Әйсаға мундақ деди: — Устаз, бизгә мәлумки, Сизниң тәлиматлириңизниң һәммиси һәқ, шуниңдәк Сиз үз-хәтир қилмай, һаман Худаниң йолини садиқ­лиқ билән үгитип кәлдиңиз.


Улар келип һәзрити Әйсаға: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмай, уларға Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлдиңиз. Сизгә Рим императори Қәйсәргә баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? Зади баҗ тапшурамдуқ яки тапшурмамдуқ? — дейишти.


Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худа­ниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.


Өткәндә һелиқи әбләх Тәвдас оттуриға чиқип, өзини чоң тутуп, вақиә чиқарди. Униңға тәхминән төрт йүз адәм әгәшкән еди. Бирақ у римлиқлар тәрипидин өлтүрүлди. Әгәшкүчилири тарқилип кетип, иши йоққа чиқти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite