Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Лекин Хуш Хәвәр һәқиқитиниң араңлар­да сақлиниши үчүн биз уларға қилчиму йол қоймидуқ.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:5
11 Referans Kwoze  

Әндиликтә силәргә һәқиқәтни сөзлигәнлигим үчүн дүшминиңларға айлинип қалдимму?


Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.


Силәрниң ишән­чиңлар вә меһир-муһәббитиңлар асманда силәр үчүн сақлиниватқан һәқиқий байлиққа болған үмүтүңлардин кәлгән. Һәқиқәттин ибарәт болған Хуш Хәвәр силәргә дәсләптә йәткүзүлгән чағдила бу үмүт силәрдә пәйда болған.


Силәр йәһу­дий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғриси­дики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур.


Қәдирлик қериндашлирим, мән әсли силәргә һәммимиз һөзүр­линиватқан қутқузулуш йоли тоғрисида йезишқа интизар болуп кәлгән едим. Бирақ һазир буниң орниға силәрни Хуш Хәвәрниң һәқиқитини сақлаш үчүн күрәш қилишқа илһамландуруш мәхситидә бу хәтни йезиш керәклигимни һис қилдим. Худа бу өзгәрмәс һәқи­қәтни бир йолила Өзиниң муқәддәс хәлқигә аманәт қилған.


Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә.


Бу мәсилә тоғрисида Павлус билән Барнаба иккиси улар билән кәскин муназирә вә талаш-тартиш қилишти. Шуңа Антакядики мәсиһий­ләр Павлус билән Барнабаға бир нәччә адәм қошуп: «Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Йерусалимға берип, башқа әлчиләр вә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән көрүшүңлар», дәп қарар қилди.


Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә меһир-шәпқәт көрситип, силәрни Өзигә чақирған Худадин шунчә тез ваз кечип, башқичә бир хил хуш хәвәргә әгишип кетиватқанлиғиңларға һәйранмән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite