Галатиялиқларға йезилған хәт 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси2 Мән у йәргә Худадин кәлгән аянға бенаән барған едим. У йәрдә мән мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән айрим сөзлишип, өзәм йәһудий әмәсләр арисида тарқитип келиватқан Хуш Хәвәрниң мәзмуниниң уларниңкигә охшаш екәнлигини чүшәндүрдүм. Бундақ қилишим бурунқи яки кәлгүсидики хизмәтлиримниң бекар болуп кәтмәслиги үчүн еди. Gade chapit la |
Җамаәтниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлишидиғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудийлар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.
Бу мәсилә тоғрисида Павлус билән Барнаба иккиси улар билән кәскин муназирә вә талаш-тартиш қилишти. Шуңа Антакядики мәсиһийләр Павлус билән Барнабаға бир нәччә адәм қошуп: «Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Йерусалимға берип, башқа әлчиләр вә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән көрүшүңлар», дәп қарар қилди.