Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Мени қутқузулушқа ериштүрәлмәйдиған Тәврат қанунидин үмүтүмни үзгән туруп, кейин униңға қайта есиливалсам, у чағда мән өзәмниң гунакар екәнлигимни испатлиған болмамдимән?!

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:18
9 Referans Kwoze  

Әгәр силәр йемәклигиңлар сәвәвидин ишәнчи аҗиз болған қерин­дишиңларни өз виждани көтәрмәйдиған ишларға дәвәт қилсаңлар, меһир-муһәббәт йолида маңмиған болисиләр. Силәр бу қеринди­шиңларни йемәклик сәвәвидин набут қилмаңлар, чүнки Әйса Мәсиһ униң үчүнму Өз җенини пида қилған.


Қериндашлар, әгәр мән улар ейтқандәк «хәтнә қилиниш керәк», дәп давамлиқ тәлим берип жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күндә йәнә немә үчүн йәһудийларниң зиянкәшлигигә учраймән? Әгәр шундақ қилған болсам, у чағда «қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғидинла келиду», демигән болаттим һәм уларниң ғәзивиниму қозғимиған болаттим.


Мән Худаниң инсанларни қутқузуш үчүн көрсәткән меһир-шәпқитини әһмийәтсиз дәп қарайдиғанлардин әмәсмән. Әгәр бир адәм Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиналайдиған болса, у чағда Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқли­ниши әһмийәтсиз болуп қалатти.


Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду. Лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң қилчи­ликму әһмийити болмайду, хәтнә қилинмиған адәмдин һеч пәрқиң қалмайду.


Лекин биз йәһудийларниң адаләтсизлиги Худаниң адиллиғини техиму ениқ көрситип бәрсә, буниңға немә дәймиз? Худа бизни җаза­лиса, Уни адил әмәс десәк боламду? (Бәзиләр шундақ дәп ойлап жүри­дикән!)


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite