Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Лекин биз инсанларниң Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинидиғанлиғини билимиз. Шу сәвәптин биз йәһудийларму Әйса Мәсиһкә ишәндуқ. Һеч ким Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиналмайду.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:16
41 Referans Kwoze  

Ундақта, буни мундақ жиғинчақлаймиз: һәққанийлиқни издими­гән йәһудий әмәсләр Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланди, улар Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ буниңға еришти.


Есиңларда болсунки, Әйса Мәсиһ гуна қилип бақмиған болсиму, азап-оқубәт чекип, һәммимизни Худа билән яраштуруш мәхситидә биз гунакарларниң орнида өлди. Униң бирла қетимлиқ қурванлиқ қилиниши билән барлиқ гуналиримиз жуюлди. Униң тени өлгән болсиму, лекин Униң Роһи тирилдүрүлди.


Әгәр Ибраһим яхши әмәллири арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалан­ған болса, униң махтинишқа һәққи болатти. Лекин Худаниң алдида униң махтинишқа һәққи йоқ.


У бизниң гунаниң илкидә яшимаслиғимиз, бәлки һәққанийлиқ йолида меңишимиз үчүн, гуналиримизни Өз зиммисигә елип чапрас яғачқа миқлинип қурван болди. Силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.


Гунакар тәбии­тимиз түпәйлидин Тәврат қануни бизни гунаниң қуллуғидин азат қилалмиди. Бирақ Худа Өз Оғлини биз гунакар инсанларниң тенидәк тән билән йәр йүзигә әвәтип, Униң гунасиз тенидә гуналиримизниң җазасини тартиши билән бизни башқуруватқан гунаниң күчини бекар қилди.


Чүнки Худа бирдур. У хәтнә қилинған йәһудийларни, шундақла хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниму бирла йол билән, йәни уларниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи билән һәққаний адәм дәп җакалайду.


Бу Хуш Хәвәрдә Худаниң инсанларни немигә асасән һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғи ашкариланған. Бундақ җакалаш баштин ахир ишәнчкә асасланғандур. Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Адәм ишәнч билән һәққаний адәм дәп җакалинип, һаятлиққа еришиду».


Шуңа Худа йоруқлуқта болғинидәк, бизму йоруқлуқта болсақ, бир-биримизгә йеқин болимиз һәм Худа Оғли Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени бизни барлиқ гунадин пак қилиду.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә әлчиси болған мәнки Симун Петрустин силәргә салам! Силәр бизниң Худайимиз вә Қутқаз­ғучимиз болған Әйса Мәсиһниң адиллиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир ишәнчкә муйәссәр болдуңлар.


Андин һәр хәлиқ, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилларда сөзлишидиған санап түгәткүсиз зор бир топ халайиқниң тәхтниң вә Қозиниң алдида турғанлиғини көрдүм. Уларниң һәммиси ақ тон кийгән болуп, қоллирида хорма шахлири тутқан еди.


Силәр буларға бойсунушқа тайинип һәққаний адәм дәп җакалинишқа тиришсаңлар, у чағда силәр Әйса Мәсиһтин айрилип қалисиләр, шундақла Худаниң меһир-шәпқитини рәт қилған болиси­ләр.


Бәзилириңлар бурун мана шундақлардин едиңлар. Лекин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә Худаниң Роһи арқилиқ гунайиңлар жуюлуп, Худаға беғишландиңлар вә Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаландиңлар.


Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.


Буниңдики мәхсәт, Худа Тәврат қануниға қул болған бизләрни төләм төләп әркинликкә чиқирип, бизни Өзиниң пәрзәнди қилиштур.


— Тәхсир, мән билмәймән, бу өзлиригә мәлумдур, — дедим. У маңа: — Булар дәһшәтлик балаю-апәтләрни бешидин өткүзүп кәлгәнләрдур. Улар тонлирини Қозиниң қенида жуюп, аппақ қилған.


Худа Атимиз Өзиниң алдин-ала орунлаштуруши бойичә силәрни таллиди, Муқәддәс Роһ силәрни пак қилди. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһкә бойсунуп, Униң қурванлиқ қени билән гуналириңлардин жуюлушуңлар үчүндур. Худа силәргә һәссиләп меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Пәқәт һәзрити Әйсала бизни қутқузалайду, чүнки пүткүл инсанийәт дуниясида һәзрити Әйсадин башқа Худа тайинлиған һеч қандақ Қутқазғучи йоқтур!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite