Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Шуниң билән башқа йәһудий мәсиһийләрму униңға охшаш сахтипәзлик қилишти. Һәтта Барнабаму тәсиргә учрап, уларниң сахтипәзлигигә шерик болди.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:13
17 Referans Kwoze  

Бундақ сөзләргә алданмаңлар, чүнки «Яман билән дост болсаң, яхши әхлақни бузар».


Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлимат­ларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.


Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.


Лекин еһтият қилиңларки, силәрниң мәлум йемәкликни йейиш яки йемәслик әркинлигиңлар бундақ билимни тонуп йәтмигән мәсиһий қериндашлириңларниң гуна қилишиға сәвәп болуп қалмисун.


Силәрниң махтинишиңлар тоғра әмәс. «Кичик­кинә хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду», дегән сөзни яхши билисиләрғу?


Мәсилән, мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийлардин Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Әлчиләр уни Барнаба, йәни «илһамландурғучи» дәп ататти.


Он төрт жилдин кейин мән Барнаба билән биллә йәнә Йеруса­лимға бардим. Титусниму биллә еливалдим.


Силәргә мәлум­ки, силәр Әйса Мәсиһкә ишиништин илгири аздурулуп, җансиз бутларға ибадәт қилдиңлар.


йәнә бир қетим: — Сән расттин Әсавму? — дәп сориди. — Шундақ, — дәп җавап бәрди Яқуп.


Тешиңлардин кишиләргә дурус адәмләрдәк көрүнисиләр, лекин ичиңлар сахтипәзлик вә яманлиқ билән толған.


Җамаәт­ниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлиши­диғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудий­лар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite