Галатиялиқларға йезилған хәт 2:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси12 Яқупниң қешидин бәзи адәмләр келиштин бурун, Петрус йәһудий әмәс мәсиһийләр билән дайим һәмдәстихан болуп туратти. Лекин бу адәмләр кәлгәндин кейин Петрус йәһудий әмәсләрдин өзини тартип, улар билән һәмдәстихан болмайдиған болди. Чүнки у йәһудий әмәсләрму хәтнә қилиниши керәк, дәп ойлайдиған бу йәһудий қериндашларниң әйиплишидин қорққан еди. Gade chapit la |
Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.
Җамаәтниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлишидиғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудийлар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.
Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.