Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Он төрт жилдин кейин мән Барнаба билән биллә йәнә Йеруса­лимға бардим. Титусниму биллә еливалдим.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 2:1
20 Referans Kwoze  

Нәтиҗидә улар ейтқанлиримдин рази болди. Һәтта мән билән биллә барған Титус йәһудий болмисиму, улар уни хәтнә қилдурушқа мәҗбурлимиди.


Худа Атимиз вә Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһкә болған ортақ ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған саңа меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиң­лар.)


Шуниң билән башқа йәһудий мәсиһийләрму униңға охшаш сахтипәзлик қилишти. Һәтта Барнабаму тәсиргә учрап, уларниң сахтипәзлигигә шерик болди.


Үч жилдин кейин әлчи Петрус билән көрүшүш үчүн Йеруса­лимға бардим вә униң йенида он бәш күн турдум.


Титусқа кәлсәк, у мениң һәмрайим вә араңларда қиливатқан ишлиримда хизмәтдишимдур. Башқа икки қериндишимиз болса җамаәтләрниң вәкиллири болуп, улар Әйса Мәсиһкә шан-шәрәп кәлтүргүчиләрдиндур.


Мениң силәргә болған қизғинлиғимдәк қизғинлиқни Титусниң қәлбигә салған Худаға шүкүрләр болғай!


Һәҗәва, пәқәт Барнаба билән мәнла мәсиһийләр тәрипидин тәминләнмәй, өз әмгигимиз билән күн кәчүрүшимиз керәкму?


Шу сәвәптин биз бу ишни музакирә қилғандин кейин, аримиздин бир нәччә кишини таллап, уларни қәдирдан достлиримиз Барнаба вә Павлус билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.


Улар Барнабани илаһ Зеус, дәп аташти. Павлус көпирәк сөзли­гән­лиги үчүн, уни илаһ Һермис, дәп аташти.


Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди.


Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға: — Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.


Барнаба билән Саул Йерусалимда сәдиқә пулни тапшуруп бәргәндин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Юһанна (Маркус)ни биллә елип кәтти.


Улар бу қарарни әмәлгә ашуруп, топлиған сәдиқә пуллирини Барнаба вә Саул арқилиқ Йәһудийәдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә йәткүзүп бәрди.


Кейин Барнаба Тарсус шәһиригә Саулни издәп берип,


силәрниң хәвириңларни елип кәлмәкчи болған қериндишим Титус у йәргә техи кәлмигәнлиги үчүн, көңлүм тәшвишкә чүшүп, у йәрдикиләр билән хошлишипла, Македонийә өлкисигә уни издәп кәттим.


Җамаәт­ниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлиши­диғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудий­лар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite