Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Лекин мәйли аримиздики бири болсун яки асмандин чүшкән периштә болсун, биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәргә охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәрни» йәткүзсә, униңға ләнәт яғсун.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:8
23 Referans Kwoze  

Бурун ейтқанлиримизни йәнә тәкрарлаймизки, кимду-ким силәргә қобул қилғиниңларға охшимайдиған башқичә бир хил хуш хәвәрни йәткүзсә, униңға ләнәт яғсун!


Рәббимизни сөймигәнләргә ләнәт болсун. Әй Рәббимиз, кәл­гәйсән!


Әгәр мениң Худа тәрипидин ләнәт астида қелип, Әйса Мәсиһтин айрилип қелишим қериндаш­лирим вә җан-җигәрлирим болған исраилларниң қутқузулуши үчүн ярдәм берәлисә, мән мундақ қилишқиму рази болаттим.


Андин сол йенидикиләргә: «Әй ләнәткә учриғанлар, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң ғалҗирлириға һазирланған мәңгү өчмәс дозақ отиға кириңлар!


Уларниң қәлби бузуқ җинсий һәвәслири билән толған болуп, тохтимастин гуна қилип туриду вә ишәнчтә аҗиз кишиләрни азду­риду. Уларниң қәлби ачкөзлүккә көнүп кәткән болуп, улар Худаниң ләнитигә кәткәнләрдур.


Улар алий роһанийлар вә йәһудий ақсақаллириниң алдиға берип: — Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, дәп қаттиқ қәсәм қилдуқ.


Шундақ ишларни қилип мәсиһийләр арисида груһвазлиқ пәйда қилғучиларни агаһландур. Бир-икки қетимлиқ агаһландуруштин кейин йәнә груһвазлиқ қилса, улар билән болған мунасивитиңни үз. Бундақ адәм­ләр­ниң һәқиқәттин чәтнигән, гунакар адәмләр екәнлиги ениқтур. Уларниң қилған гуналири өзлирини җазаға мәһкүм қилиду.


Һалбуки, Әйса Мәсиһ бизни Тәврат қануниға толуқ әмәл қилалмиған­лиғимиздин пәйда болған ләнәттин қутулдуруп қелип, у ләнәтни Өз үстигә алди. Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Яғачқа есип қоюлған киши ләнәткә қалған кишидур», дәп йезилған.


Шуңа йәнә аздурулуп кәтмәслигиңлар үчүн шуни билишиңларни халаймәнки, Худаниң Роһиниң йетәкчили­гидә сөзлигән һәр қандақ киши: «Әйсаға ләнәт!» демәйду. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигисизму һеч ким: «Әйса Мәсиһ мениң Рәббимдур», дәләлмәйду.


Петрус қәсәм қилип: — Силәр дәватқан Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди.


Тәврат қануниға әмәл қилиш билән һәққаний адәм дәп җакали­нимән, дәйдиғанларниң һәммиси ләнәткә қалиду. Муқәддәс Язмилар­да мундақ йезилған: «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә толуқ әмәл қилмиған киши ләнәткә қалиду».


униң оғли Қананға ләнәт ейтип мундақ деди: «Қананға ләнәт яққай! У қериндашлириниң әң төвән қули болғай.


Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite