Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Әмәлиятта әгәшкиниңлар һәқиқий Хуш Хәвәр әмәс, бәлки бәзи адәмләрниң силәрни қаймуқтуруп ейтқанлиридур. Улар Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни бурмилимақчи.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:7
38 Referans Kwoze  

Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ.


Силәрму бу ишта маңа охшаш ойлайдиған болисиләр, дәп Худаға болған ишәнчим билән ишинимән. Силәрни қутритиватқан ким болушидин қәтъий нәзәр у чоқум Худаниң җаза­сини тартиду.


Чүнки бундақлар сахта әлчиләр, һелигәрләр болуп, өзлирини Әйса Мәсиһниң әлчиси, дәп пәдәзливал­ғанлардур.


Силәрни қутратқан бу адәмләр өзлирини пичивәтсун!


Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Һәр қайси хәлиқләрниң миң жил тошқичә қайта аздурулмаслиғи үчүн, уни теги йоқ һаңға ташлиди. Андин һаңниң ағзини йепип тамғиливәтти. Миң жил тошқандин кейин, әҗдиһа вақитлиқ қоюп берилиши керәк еди.


Әгәр бирәр киши силәрниң җамаитиңларға Әйса Мәсиһниң тәлимлирини әмәс, бәлки башқичә тәлим елип кәлгән болса, уни өйүңларға тәклип қилмаңлар һәм уни қарши алмаңлар.


Қәдирлик қериндашлар, «Муқәддәс Роһ арқилиқ пәйғәмбәрлик сөз йәткүздүм», дәйдиғанларниң һәммисигила ишәнмәңлар. Уларниң роһиниң Худадин кәлгән-кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш үчүн уларни синаңлар, чүнки нурғун сахта пәйғәмбәрләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди.


Девә вә униңға вакалитән мөҗүзиләр көрсәткән сахта пәйғәмбәр иккилиси тутулди. Сахта пәйғәмбәр шу мөҗүзиләр арқилиқ тенидә девиниң бәлгүси болған һәм девиниң һәйкилигә ибадәт қилғанларни аздуруп жүргән еди. Уларниң һәр иккилиси гуңгут йениватқан от көлигә тирик ташланди.


У биринчи девигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған карамәтләр билән йәр йүзидә яшайди­ғанларни аздурди. Уларға қилич билән чепилған, лекин аман қалған биринчи девиниң һөрмити үчүн бир һәйкәл тикләшни буйриди.


Чоң әҗдиһа, йәни иблис яки шәйтан дәп аталған, пүтүн дунияни аздурған һелиқи қедимий илан өз периштәлири билән биллә йәр йүзигә ташланди.


Лекин саңа бир наразилиғим бар, у болсиму өзини пәйғәмбәр дәп тонуштурған Изабел исимлиқ аялға йол қоюватисән. Бу аял хәлқимгә тәлим берип, уларни җинсий әхлақсизлиқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта.


Бирақ сениң бир артуқчилиғиң барки, у болсиму, сәнму Маңа охшаш Николас тәрәпдарлириниң қилмиш­лиридин нәпрәтләндиң.


Сениң әмәлиятиңни, тириш­чан­­лиғиңни, сәвир-тақитиңни билимән. Яман адәмләрниң қилмиш­лириға чидап туралмайдиғанлиғиңни, әлчи болмисиму өзлирини әлчи, дәп ативалғанларни синап, уларниң сахтилиғини тонуғанли­ғиң­ниму билимән.


Бу хәтни чоқум йезишим керәк, чүнки Худа йолида маңмиған бәзи кишиләр араңларға көз боямчилиқ билән киривелип, бузуқчилиқ қиливәрсәкму Худаниң меһир-шәпқити билән кәчүрүлимиз, дегәндәк тәлимләрни берип, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз болған Әйса Мәсиһни рәт қилмақта. Уларниң сораққа тартилиши һәққидә Муқәд­дәс Язмиларда бурунла йезилған.


Нурғун сахта тәлим бәргүчиләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди. Улар Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә Әйса Мәсиһниң дүшми­нидур.


Силәрни аздурмақчи болғанларни көздә тутуп, буларни силәргә яздим.


Улар өлгәнләрниң тирилишидин ибарәт бу иш аллиқачан йүз берип болди дәп, һәқ йолдин чәтнәп, бәзиләрниң ишәнчигә бузғунчилиқ қилмақта.


Буниңдин кейин һеч ким жуқурида дейилгән ишлар билән мени аварә қилмисун! Чүнки бәдинимдә қалған яра излири, мениң Әйса Мәсиһ үчүн Хуш Хәвәр тарқитиш йолида тартқан азап-оқубәтлирим­ниң бәлгүсидур.


Мән ейтип өткән һелиқи адәмләр силәрни өзигә қаритивелишқа тиришмақта. Уларниң нийити тоғра әмәс, улар силәрни биздин айриветип, өзлиригә қаритивалмақчи.


Бирақ Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр қияпитигә киривалған бәзиләр униң хәтнә қилдурулушини тәләп қилди. Улар аримизға көз боямчилиқ билән киривелип, Әйса Мәсиһ арқилиқ еришкән әркинлигимизни назарәт қилди. Уларниң мәхсити бизни өзлириниң диний қаидә-йосунлириға қул қилиштур.


Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.


силәрниң араңлар­динму бәзиләр мәсиһийләрни өзлиригә әгәштү­рүш үчүн хата тәлим тарқитиду.


униңға: — Һәй, шәйтанниң оғли! Һәммә адиллиқниң дүшминисән. Қәлбиң һәр хил һелигәрлик вә алдамчилиқ билән толған. Худаниң тоғра йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?


Чүнки сахта мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келиду. Әгәр мүмкин болсиди, улар һәтта Худа таллиғанларниму чоң мөҗүзиләр вә карамәтләр билән аздурған болатти.


Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә меһир-шәпқәт көрситип, силәрни Өзигә чақирған Худадин шунчә тез ваз кечип, башқичә бир хил хуш хәвәргә әгишип кетиватқанлиғиңларға һәйранмән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite