Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә меһир-шәпқәт көрситип, силәрни Өзигә чақирған Худадин шунчә тез ваз кечип, башқичә бир хил хуш хәвәргә әгишип кетиватқанлиғиңларға һәйранмән.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:6
33 Referans Kwoze  

Чүнки силәрниң йениңларға берип, Әйса Мәсиһ тоғрисида мән йәткүзгәнгә охшимайдиған башқа бир тәлимни йәткүзгәнләргә очуқтин-очуқ йол қойдуңлар. Силәр қобул қилған Муқәддәс Роһтин башқа бир роһ вә силәр қобул қилған Хуш Хәвәрдин башқа бир хуш хәвәр тоғрисида ейтилғанларниму сиғдур­дуңлар.


Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән.


Әйса Мәсиһкә бағланған йеңи һаятиңларда силәргә тәлим бәргүчиләр көп болсиму, лекин атаңлар пәқәт мән бирла. Чүнки силәр мән йәткүзгән Хуш Хәвәрни қобул қилғанда, мән силәрниң ишәнч җәһәттики атаңлар болдум.


Яқ! Ундақ қилмаңлар! Биз йәһудийлар Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқитигә тайинип, ишәнчимиз арқилиқ қутқузулғандәк, улар­му шундақ қутқузулиду!


Силәр буларға бойсунушқа тайинип һәққаний адәм дәп җакалинишқа тиришсаңлар, у чағда силәр Әйса Мәсиһтин айрилип қалисиләр, шундақла Худаниң меһир-шәпқитини рәт қилған болиси­ләр.


Чүнки улар Худадин кәлгән һәққаний адәм дәп җака­линиш йолини билмәй, Тәврат қануниға әмәл қилиши билән өзлириниң һәққаний адәм дәп җакалинишиға тиришиду. Буниң билән улар Худадин кәлгән ушбу йолни қобул қилмайду.


Рәббимиз маңа мол меһир-шәпқитини көрситип, мени Әйса Мәсиһтин келидиған ишәнч вә меһир-муһәббәт билән толтурди.


Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити Худаниң муқәддәс хәлқи билән биллә болғай, амин!


Әй оғлум, сән Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитигә тайинип күчлүк бол.


Худа бизни қутқузуп, пак яшашқа чақирди. Бу бизниң қилған яхши әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Худаниң ирадиси вә меһир-шәпқити билән болди. Худа бизгә Әйса Мәсиһ арқилиқ бу меһир-шәпқәтни көрситидиған­лиғини дуния яритилиштин илгирила планлиған еди.


Худа силәр­ни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривигә егә қилиш үчүн, биз йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ қутқузулушқа чақирди.


Ишәнчимиз болғачқа, Әйса Мәсиһ бизни биз һазир һөзүрли­ниватқан бу меһир-шәпқәткә егә қилди. Шуңа биз Худаниң шан-шәривигә еришиш үмүтидә шат-хорам болмақтимиз.


Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! У көзлиримни ачти. Шундақтиму силәр Униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмидиңлар.


Биз Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуғанлиғимиздин, У Өзиниң күч-қудрити, йәни Худаниң күч-қудрити арқилиқ бизгә Худаниң ирадиси бойичә һаят кәчүрүшимиз үчүн еһтияҗлиқ болған һәммә нәрсини ата қилди. У бизни Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити билән чақирди.


Әксичә һәммә ишлириңларда пак болуң­лар, чүнки силәрни чақирған Худа пактур.


У бу кишиләрниң Өзигә ишәнмигәнлигидин һәйран қалди. Кейин һәзрити Әйса әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим беривататти.


Худаниң Өзини сөйидиған­лар­ниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслашту­руп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз.


Худа алдин-ала бәлгүлигән бу кишиләрни чақирди вә Өзи чақирған бу кишиләрни һәққаний адәм дәп җакалиди. Һәққаний адәм дәп җакаланған бу кишиләргә Худа чоқум шан-шәрәп ата қилиду.


Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Әмәлиятта әгәшкиниңлар һәқиқий Хуш Хәвәр әмәс, бәлки бәзи адәмләрниң силәрни қаймуқтуруп ейтқанлиридур. Улар Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни бурмилимақчи.


Қериндашлирим, мән йәткүзгән бу Хуш Хәвәрниң кишиләр тәри­пи­дин тоқуп чиқирилмиғанлиғини билишиңларни үмүт қили­мән.


Лекин Худа мени анамниң қосиғидики вақтимдила таллиди вә Өзиниң меһир-шәпқити билән чақирди.


Мән у йәргә Худа­дин кәлгән аянға бенаән барған едим. У йәрдә мән мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән айрим сөзлишип, өзәм йәһудий әмәсләр арисида тарқитип келиватқан Хуш Хәвәрниң мәзмуниниң уларниңкигә охшаш екәнлигини чүшәндүрдүм. Бундақ қилишим бурунқи яки кәлгүсидики хизмәтлиримниң бекар болуп кәтмәслиги үчүн еди.


Лекин Хуш Хәвәр һәқиқитиниң араңлар­да сақлиниши үчүн биз уларға қилчиму йол қоймидуқ.


Дәл әксичә улар Худаниң Петрусқа йәһудийларға Хуш Хәвәр йәткүзүш вәзиписини тапшурғинидәк, маңиму йәһудий әмәсләргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни тапшурғанлиғини тонуп йәтти.


Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.


Чүнки пүтүн Тәврат қануни «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән әмиргә жиғин­чақ­ланған.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite