Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.
Меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини Әйса Мәсиһниң биз үчүн Өз җенини пида қилғанлиғидин биләләймиз. Шуңа бизму қериндашлиримиз үчүн өз җенимизни пида қилишқа тәйяр турушимиз керәк.
Андин һәр хәлиқ, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилларда сөзлишидиған санап түгәткүсиз зор бир топ халайиқниң тәхтниң вә Қозиниң алдида турғанлиғини көрдүм. Уларниң һәммиси ақ тон кийгән болуп, қоллирида хорма шахлири тутқан еди.
Андин У бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә уни уштуп туруп, уларға берип: — Бу Мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.