Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:24 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

24 Шуңа улар мәндә болған бу өзгиришләр сәвәвидин Худани техиму улуқлиди.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:24
13 Referans Kwoze  

Улар бу сөзләрни аңлиғанда, Петрусни әйипләшни тохтитип, Худа­­ға мәдһийә ейтип: — Йәһудий әмәсләрму яман йоллиридин йенип товва қилса, Худа уларғиму мәңгү һаятқа еришиш пурсити яритип беридикән! — дейишти.


Лекин сениң иниң өлүп тирилди, йоқилип тепилди. Уни зияпәт қилип күтүвелишимизға тегишлик», дәпту атиси униңға.


Мана шуниңға охшаш, Худаниң периштәлириму һәр бир гунакарниң товва қилғини үчүн интайин хошал болиду.


«Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.


Буни көргән көпчилик қорқушуп, инсанға бундақ һоқуқни бәргән Худаға мәдһийиләр ейтишти.


Буниң билән Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәр арқилиқ улуқлиниду вә силәрму У арқилиқ шан-шәрәпкә еришисиләр. Бу Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитидин келиду.


У вақитта Рәббимиз Өзиниң муқәддәс хәлқи тәрипидин улуқлиниду вә мәдһийилиниду. Шундақла силәрму биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Рәббимизни мәдһийилигәнләр арисида болисиләр.


Силәрниң бу қетимқи сәдиқәңләр ишәнчиңларниң һәқи­қий екәнли­гиниң испатидур. Кишиләр силәрниң өзәңлар етирап қилған Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәргә садиқ болғанлиғиңлар, шундақла мал-мүлкүңларни өзлири вә көпчилик билән мәртләрчә ортақлаш­қанлиғиңлар үчүн, Худани улуқлайду.


Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийи­лиди.


Һелиқи адәм орнидин дәс туруп, орун-көрписини жиғиштурди вә һәммисиниң көз алдида өйдин чиқип кәтти. Һәйран қалған халайиқ Худани мәдһийилишип: — Бундақ ишни әзәлдин көрүп бақмиған едуқ, — дейишти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite