22 У чағда Йәһудийә өлкисидики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған мәсиһийләр җамаәтлири шәхсән мени тонуматти.
Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиянкәшликкә учридиңлар.
Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий қериндашлирим Андорник вә Юнийәгә салам ейтқайсиләр. Улар мәндин бурун Әйса Мәсиһкә ишәнгән болуп, тонулған әлчиләрдур.
Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Салоника шәһиридә яшаватқан мәсиһийләр җамаитигә салам.
Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Салоника шәһиридики мәсиһийләр җамаитигә салам. Худа силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәтчилиригә салам.
Силәр Худаниң ирадиси бойичә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Худа Уни бизниң даналиғимизниң мәнбәси қилди. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида һәққаний адәм дәп җакаландуқ. У бизни пак қилип, гунаниң қуллуғидин азат қилди.
У чағда Йәһудийә, Җәлилийә вә Самарийәләрдики мәсиһийләр җамаити бир мәзгил течлиққа еришти. Муқәддәс Роһниң ярдими билән уларниң ишәнчи күчийип, һемишәм садақәтмәнлик билән Худа йолида маңди. Уларниң саниму күндин-күнгә көпәйди.
Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдашлирим Прискила билән ери Аквилаға салам ейтқайсиләр.
Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдишимиз Урбан вә қәдирлик Стахисларға салам ейтқайсиләр.
Синақлардин өткән, Әйса Мәсиһкә баштин-ахир садиқ болуп кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулниң аилисидики мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр.
Һәр ким Худа тәрипидин чақирилғанда Рәббимиз Әйса униңға ата қилған салаһийәт бойичә яшавәрсун. Буни һәммә мәсиһийләр җамаитигә буйруймән.