2 вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә салам.
Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлиққә салам. Мән билән биллә туруватқан қериндашлардинму силәргә салам.
Хетиңларда язған Йерусалимдики мәсиһийләргә берилидиған сәдиқә ишиға кәлсәк, силәрму Галатия өлкисидики җамаәтләргә ейтқинимдәк қилиңлар.
Силәргә мәлумки, Тимотий өзиниң яхши бир ярдәмчи екәнлигини испатлиди. У худди оғулниң атисиға ярдәм қилғиниға охшаш, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә ишлиди.
У Антакяда мәсиһийләр билән хелә көп вақит туруп, йәнә йолға чиқти вә Галатия, Фригийә районлирини арилап, барғанла йеридә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтти.
Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.
У чағда Йәһудийә, Җәлилийә вә Самарийәләрдики мәсиһийләр җамаити бир мәзгил течлиққа еришти. Муқәддәс Роһниң ярдими билән уларниң ишәнчи күчийип, һемишәм садақәтмәнлик билән Худа йолида маңди. Уларниң саниму күндин-күнгә көпәйди.
Әй надан галатиялиқлар! Силәр қандақларчә езиқтурулуп, башқиларниң алдам халтисиға чүшүп кәттиңлар? Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқланғанлиғи худди көз алдиңларда йүз бәргәндәк ениқ йәткүзүлгәнғу!