Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:19 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

19 Бу җәриянда әлчиләрдин пәқәт Петрус вә Рәббимиз Әйсаниң иниси Яқуп билән көрүштим. Әлчиләрдин башқа бирәрсини көрмидим.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:19
12 Referans Kwoze  

У пәқәт аддий бир яғашчиниң оғлиғу? Униң анисиниң исми Мәрийәм; Яқуп, Йүсүп, Симун вә Йәһудалар Униң қериндашлири әмәсму?


У пәқәт аддий бир яғашчиғу? Мәрийәм Униң аниси, Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симун Униң қериндашлири әмәсму? Сиңиллири бу йәрдә Өз ичимиздиғу? — дейишәтти. Шуниң билән улар Уни рәт қилди.


Һәзрити Әйса хәлиққә давамлиқ сөзләватқанда, аниси билән инилири келип, Униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти.


Рәббимиз Әйсаниң Өз инилири һәм Петрус вә башқа әлчиләрдәк бизниңму сәпәрдә биз билән охшаш ишәнчи бар аяллиримизни һәмра қилип жүрүш һәққимиз йоқму?


Филип вә Бартоломай, Томас вә баҗгир Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп вә Тадай,


Әйса Мәсиһниң хизмәткари, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин Худа Атимиз тәрипидин чақирилған, Униң меһир-муһәббитигә ериш­кән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдап қелинғанларға салам.


Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Яқуптин дунияниң нурғун җайлириға тарқалған Әйса Мәсиһкә ишинидиған йәһудийларға салам.


Петрус көпчи­­ликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти.


Мәтта, Томас, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун,


Әндәр, Филип, Бартоломай, Мәтта, Томас, Һалпайниң оғли Яқуп, Тадай, вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун


Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики һоҗриға чиқти. Уларниң арисида Петрус, Юһанна, Яқуп, Әндәр, Филип, Томас, Бартоломай, Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәр­вәр Симун вә башқа бир Яқупниң оғли Йәһудалар бар еди.


Бир киши һәзрити Әйсаға: — Аниңиз вә инилириңиз Сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite