Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Үч жилдин кейин әлчи Петрус билән көрүшүш үчүн Йеруса­лимға бардим вә униң йенида он бәш күн турдум.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:18
8 Referans Kwoze  

Әндәр акисини һәзрити Әйсаниң алдиға елип барди. Һәзрити Әйса униңға қарап: — Юһаннаниң оғли Симун, буниңдин кейин сениң исмиң «Кифас» болсун, — деди. («Кифас» грек тилидики «Петрус» дегән сөз билән мәнадаш болуп, «қорам таш» дегән мәнани билдүриду.)


Дәл әксичә улар Худаниң Петрусқа йәһудийларға Хуш Хәвәр йәткүзүш вәзиписини тапшурғинидәк, маңиму йәһудий әмәсләргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни тапшурғанлиғини тонуп йәтти.


Җамаәт­ниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлиши­диғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудий­лар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.


Бирақ кейин Петрус Антакя шәһиригә кәлгәндә, униң өткүзгән хаталиғи түпәйлидин мән униң йүзигә ейтип әйиплидим.


Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite