Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 Лекин Худа мени анамниң қосиғидики вақтимдила таллиди вә Өзиниң меһир-шәпқити билән чақирди.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:15
31 Referans Kwoze  

Худа бизни қутқузуп, пак яшашқа чақирди. Бу бизниң қилған яхши әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Худаниң ирадиси вә меһир-шәпқити билән болди. Худа бизгә Әйса Мәсиһ арқилиқ бу меһир-шәпқәтни көрситидиған­лиғини дуния яритилиштин илгирила планлиған еди.


Силәрни Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ билән зич бағлинишқа чақирған Худа чоқум шундақ қилиду, чүнки У ишәнчликтур.


Әлчи болушқа чақирилип, Худаниң Хуш Хәвирини тарқитишқа тал­ланған, Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин салам!


Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға: — Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.


Рәббимиз Әйса униңға: — Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падиша­лириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим.


Худа алдин-ала бәлгүлигән бу кишиләрни чақирди вә Өзи чақирған бу кишиләрни һәққаний адәм дәп җакалиди. Һәққаний адәм дәп җакаланған бу кишиләргә Худа чоқум шан-шәрәп ата қилиду.


Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени әлчиликкә таллиди. Шуңа мән һәр милләт кишилирини Худаға бойсунсун дәп, уларни Әйса Мәсиһкә ишинишкә чақиримән. Бу Әйса Мәсиһниң намиға шан-шәрәп кәлтү­рүш үчүндур.


Шундақ, Ата, Сениң Өз хаһишиң әйнә шу еди.


Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиң­ларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.


Бу Худаниң дуния яритилиш­тин илгири планлиған вә һазир Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурған ирадисигә уйғундур.


бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти.


Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә меһир-шәпқәт көрситип, силәрни Өзигә чақирған Худадин шунчә тез ваз кечип, башқичә бир хил хуш хәвәргә әгишип кетиватқанлиғиңларға һәйранмән.


Лекин һазир әлчи болушум Худаниң маңа көрсәткән меһир-шәпқити арқилиқ болди. Униң маңа қилған меһир-шәпқити бекарға кәтмиди. Чүнки Худаниң хизми­тидә әлчиләрниң һәммисидин көп әҗир сиңдүрдүм. Әмәлиятта мән өз күч-қабилийитим билән әмәс, бәлки маңа меһир-шәпқәт көрсәткән Худаниң күчи билән ишлидим.


Һалбуки, мәйли йәһудий яки йәһудий әмәсләр болсун, Худа тәрипидин чақирилғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип өлүшини Худаниң күч-қудрити вә даналиғи, дәп билиду.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа чақирил­ған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ қериндишимиз Состенис­тин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә салам. Әйса Мәсиһкә ибадәт қиливатқан һәр қайси җайдики киши­ләргә охшаш, силәрму бизниң вә уларниң Рәбби болған Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа тәрипидин пак қилинип, Худаниң муқәддәс хәлқи болушқа чақирилдиңлар.


Бу чағда һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң тәсири билән хурсән­ликкә чөмгән һалда мундақ деди: — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Атам! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилардәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәд­һийи­ләр ейтимән. Шундақ, Ата, Сениң Өз хаһишиң әйнә шу еди.


Биз Худа тәрипидин чақирилғанлар болуп, йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки йәһудий әмәсләр арисидинму чақирилғанмиз.


Худаниң Өзини сөйидиған­лар­ниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслашту­руп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз.


Чүнки Худа Өзиниң даналиғи билән шуни бәлгүлигәнки, инсанлар өз әқил-параситигә тайинип, һәргиз Худани тоналмайду. Худаниң ирадиси болса, «әхмиқанилик» дәп қаралған бу Хуш Хәвәр арқилиқла Өзигә ишәнгәнләрни қутқузуштур.


Инсанлар тәрипидин әмәс яки Худаниң инсанларни васитә қилиши арқилиқму әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлүмдин тирил­дүргән Худа Атимиз тәрипидин әлчи болушқа талланған мәнки Павлустин


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite