Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 һәм йәһудий диний йолида нурғун тәңтушлиримдин хелила алдида тураттим. Әҗдатлири­мизниң әнъәнилирини қоғдашта пүтүн вуҗудум вә қизғинлиғим билән ишләттим.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:14
15 Referans Kwoze  

Еһтиятчан болуңлар, һеч ким силәрни қуруқ пәлсәпә вә асассиз гәпләр билән аздуруп кәтмисун. Булар Әйса Мәсиһниң тәлимидин әмәс, бәлки инсанларниң әнъәнилири вә бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин кәлгән.


Улар мениң узундин бери йәһудий дининиң пәрисий намлиқ әң күчлүк еқимиға мәнсүп екәнлигимни яхши билиду. Әгәр халиса, гувалиқ берәләйду.


Силәр бурун Әйса Мәсиһни көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар. Һазир Уни көрмигән тәғдирдиму Униңға йәнила ишинисиләр. Шуңа қәлбиңлар тил билән ипадиләп бәргили болмай­диған чәксиз шат-хорамлиққа чөмди.


— Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.


ата-анисиға һөрмәт көрситиш мәҗбурийити қалмайду», дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқирисиләр.


Бурун мәнму насирәлик Әйсаниң намиға пүтүн күчүм билән қарши турушум керәк, дәп қараттим


Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite