Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Мән бу Хуш Хәвәрни инсандин қобул қилғиним яки бирәр кишидин үгәнгиним йоқ. Бәлки Әйса Мәсиһ бу Хуш Хәвәрни маңа аян арқилиқ йәткүзгән.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:12
9 Referans Kwoze  

У мениң Өз Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзүшүм үчүн, Әйса Мәсиһни маңа ашкарилашни халиди. Худа Уни маңа ашкарилиған чағда, мән бу иш тоғрилиқ һеч қандақ киши билән мәслиһәтләшмидим


Инсанлар тәрипидин әмәс яки Худаниң инсанларни васитә қилиши арқилиқму әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлүмдин тирил­дүргән Худа Атимиз тәрипидин әлчи болушқа талланған мәнки Павлустин


Махтинишниң пайдиси болмисиму, махтанмисам болмайду. Әнди Рәббимиздин кәлгән ғайибанә көрүнүшләр вә аянлар үстидә тохтилай.


Лекин Худа бу сирларни бизгә Муқәддәс Роһ арқилиқ ашкари­лиди. Чүнки Муқәддәс Роһ һәммә ишни, һәтта Худаниң чоңқур ой-пикирлириниму билиду.


Рәббимизниң дәстихини тоғрилиқ мән силәргә йәткүзгән тәлим­ләрни Рәббимиздин алғанмән. Рәббимиз Әйса сатқун тәрипидин тутуп берилгән кечә қолиға бир нан елип,


Силәр пәқәт сиртқи көрүнүшкила қарайдикәнсиләр. Әгәр бири өзини Әйса Мәсиһкә вәкиллик қилимән дәп қарап, мени инкар қилған болса, йәнә яхширақ ойлинип, мениңму Әйса Мәсиһкә вәкил­лик қилидиғанлиғимни етирап қилсун.


Мән у йәргә Худа­дин кәлгән аянға бенаән барған едим. У йәрдә мән мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән айрим сөзлишип, өзәм йәһудий әмәсләр арисида тарқитип келиватқан Хуш Хәвәрниң мәзмуниниң уларниңкигә охшаш екәнлигини чүшәндүрдүм. Бундақ қилишим бурунқи яки кәлгүсидики хизмәтлиримниң бекар болуп кәтмәслиги үчүн еди.


Худа бурун ашкарилимиған планини, йәни Әйса Мәсиһ тоғрисидики сирни аян арқилиқ маңа ашкарилиди. Мән бу тоғрилиқ мошу хетимниң алдинқи қисмида қисқичә баян қилдим.


Биз һазир Рәббимизниң сөзи бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәбби­миз қайта кәлгәндә, биз һаят яшаватқанлар һәргизму өлүп кәткән мәсиһийләрдин авал Рәббимиз билән җәм болалмаймиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite