Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Мениң бундақ дейишим инсанларни хурсән қилиш үчүнму? Яқ, мениң бундақ дейишим Худани хурсән қилиш үчүндур. Әгәр мән инсанларни хурсән қилишни истигән болсам, Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәткари болмиған болаттим.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:10
20 Referans Kwoze  

Әмәлиятта Худа бизни лайиқ көрүп, Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини бизгә тапшурди. Биз Хуш Хәвәрни инсанларни хурсән қилиш үчүн әмәс, бәлки бизниң қәлбимизни күзитиватқан Худани хурсән қилиш үчүн йәткүзүватимиз.


Петрус вә башқа әлчиләр җавап берип мундақ деди: — Биз инсанға әмәс, Худаға бойсунушимиз керәк.


Ғоҗайи­­ниңларни хурсән қилиш үчүн, пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм уларға хизмәт қилиңлар. Чүнки силәр Әйса Мәсиһ­ниң хизмәткари болуш сүпитиңлар билән Худаниң ирадисигә чин дилиңлардин әмәл қилишиңлар керәк.


Әй Худаға вапасизлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлиятта Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмдиңлар? Әгәр силәр бу дунияни дост тутмақчи болсаңлар Худаниң дүшминигә айлинисиләр.


Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худа­ниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.


Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға һәммә ишта бойсунуң­лар. Буни уларни хурсән қилиш үчүн пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм чин қәлбиңлар вә Рәббимизгә болған чоңқур һөрмитиңлар билән қилиңлар.


Қәлбидә Худаниң йолини тутқан адәм һәқиқий йәһудийдур. Униң һәқиқий хәтниси язма қанунға есиливелиш арқилиқ әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ тәрипидин өзгәртилгән қәлб арқилиқ болиду. Бундақ адәм инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин махташқа сазавәр болиду.


Худаниң пәрзәнди болған киши гуна қиливәрмәйду. Униңда Худаниң тәбиити моҗут болғачқа, гуна қиливәрмәйду.


Яки силәр бизни «Алдимизда әзәлдин бери өзини ақлап келива­тиду», дәп ойлаватамсиләр? Биз ундақ қилмидуқ. Биз пәқәт Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған кишиләр сүпитидә Худа алдида сөзләватимиз. Сөйүмлүк қериндашлар, биз қиливатқан һәммә иш силәрниң ишәнч­тә йетилишиңлар үчүндур.


Лекин һәқиқәтни рәт қилип, яманлиққа әгәшкән шәхсийәтчиләргә У ғәзәп-нәпрәт яғдуриду.


Әлчи болушқа чақирилип, Худаниң Хуш Хәвирини тарқитишқа тал­ланған, Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин салам!


Өзәмму силәргә дегәнлирим бойичә иш қилимән. Мән һәр қайси җәһәттин һәммә адәмни хурсән қилишқа тиришимән. Чүнки мән өз мәнпийитим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң қутқузулуши үчүн уларниң мәнпийитини көзләймән.


Әгәр бу хәвәр һаким­ниң қулиғиға йетип қалса, биз ариға чүшүп, силәргә гәп кәлтүр­мәймиз, — деди.


Кейин Һирод хан Тир вә Сидон хәлқигә қаттиқ аччиқланди. Бу хәлиқләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алидиған болғачқа, улар бирлишип, Һирод хан билән яришивелиш үчүн униң алдиға вәкил әвәтти. Улар алди билән Виластус исимлиқ муһим әмәлдарниң һисдашлиғини қолға кәлтүрди.


— Икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалайдиған һеч қандақ киши йоқ. У яки бирини яман көрүп, йәнә бирини яхши көриду яки биригә етивар берип, йәнә биригә сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болушуң­лар мүмкин әмәс.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқи­лиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәт­чи­­лиригә салам.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite