Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Инсанлар тәрипидин әмәс яки Худаниң инсанларни васитә қилиши арқилиқму әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлүмдин тирил­дүргән Худа Атимиз тәрипидин әлчи болушқа талланған мәнки Павлустин

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 1:1
35 Referans Kwoze  

Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа чақирил­ған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ қериндишимиз Состенис­тин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә салам. Әйса Мәсиһкә ибадәт қиливатқан һәр қайси җайдики киши­ләргә охшаш, силәрму бизниң вә уларниң Рәбби болған Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа тәрипидин пак қилинип, Худаниң муқәддәс хәлқи болушқа чақирилдиңлар.


садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, дуния падишалириниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ болғай. У бизни сөйди, Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилди,


Әлчи болушқа чақирилип, Худаниң Хуш Хәвирини тарқитишқа тал­ланған, Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин салам!


Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.


Худа бәлгүләнгән вақитта бу мәңгүлүк һаят тоғрисидики Хуш Хәвәрни ашкарилиди. Қутқаз­ғучимиз Худа Өз әмри билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзипи­сини маңа тапшурди.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһкә әлчи болушқа чақири­лған мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин Коринт шәһири­дики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә, җүмлидин Юнан өлкисиниң һәр қайси җайлиридики Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә салам!


Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи һаятлиққа еришиш вәдисини җака­лаш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин өз оғлумдәк қәдирлик Тимотийға салам! Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһим­дил­лик вә аманлиқ ата қилғай!


Демәк, Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини өз ағзиң билән етирап қилсаң вә Худаниң Уни тирилдүргәнлигигә чин қәлбиңдин ишәнсәң, қутқузулисән.


Мән йәнә: «Әй Рәббим, мән немә қилай?» дәп сорисам, У маңа: «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, Худа саңа тапшурған ишларниң һәммисини у йәрдә уқисән!» деди.


Орнуңдин туруп, шәһәр­гә кир, немә қилишиң керәклигини бири саңа ейтип бериду, — дегән җавап кәлди һелиқи аваздин.


— Измирдики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Тунҗа вә Ахирқи, өлүп Тирилгүчи мундақ дәйду:


Һаят болғучи Өзәмдур­мән. Мән өлгән едим, лекин әнди мәңгү һаят яшаймән. Өлүм вә өлүкләр дияриниң ачқучи Мениң қолумда.


Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.


Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа


һәм Йерусалимдики мәндин илгири әлчи болғанларниң йениғиму бармай, удул Әрәпстанға атландим, кейин Дәмәшқ шәһиригә қайтип кәлдим.


Әйса Мәсиһ һәм өлгәнләрниң, һәм тирикләрниң Рәбби болуш үчүн өлүп тирилди.


Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Аман болуңлар! Атам Мени әвәткинидәк, Мәнму силәрни әвәти­мән, — деди.


Атам иккимиз әслидә бирмиз.


Һәзрити Әйса бу шикайәтләргә җававән йәһудий ақсақаллириға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Оғли Өзлүгидин һеч немә қилалмайду. Пәқәт асмандики Атисиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилалайду. Атиси немә қилса, Уму шуни қилиду.


Шундақ қилип, һаятлиқни Яратқучини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа Уни тирилдүрди. Биз мана бу вақиәниң гувачилири.


Лекин Худа мени анамниң қосиғидики вақтимдила таллиди вә Өзиниң меһир-шәпқити билән чақирди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite