Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әстир 9:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Пүтүн өлкиләрниң рәислири, алий әмәлдарлири, бәглири вә орда ишлириға җавапкар хадимлар Мордикайдин қорққачқа, йәһудийларға ярдәм беришти.

Gade chapit la Kopi




Әстир 9:3
9 Referans Kwoze  

Шуниң билән үчинчи айниң, йәни Шиван ейиниң жигирмә үчинчи күни Мордикай падишаниң хәтчилирини жиғип, йәһудийларға вә Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған империяниң җәми бир йүз жигирмә йәттә өлкисидики рәислири, бәглири вә әмәлдалириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкиниң өз тил-йезиғида, шундақла йәһудийларниң тил-йезиғида йезилди.


— Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири тоғра тепип, мәндин мәмнун болсила, алийлири халисила, бир әмир чүширип, Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманниң империялириниң һәммә өлкилиридики йәһудийларни йоқитиш үчүн яздурған мәктүплирини бекар қилғайла.


Шуңа биринчи айниң он үчинчи күни Һаман падишаниң хәтчилирини жиғип, империяниң һәммә өлкилиридики рәислири, бәглири вә алий әмәлдарлириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкә хәлқиниң өз тил-йезиғида болуп, улар падишаниң намидин йезилди. Шундақла уларға падишаниң мөрлүк үзүги бесилди.


Падишаниң пәрмани һәммә өлкә вә шәһәрләргә йетип барғанда, уни аңлиған йәһудийлар шатлиққа толуп, хошаллиқ зияпити беришти, мәйрәм қилиш арқилиқ тәбрикләшти. Нурғун йәрлик аһалиләр йәһудийлардин қорқушуп, йәһудий болушти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite