6 Шуниң билән Һатак орда дәрвазиси алдидики мәйданда Мордикай билән көрүшти.
Падишаниң пәрмани қайси өлкигә йетип кәлсә, у йәрдики йәһудийлар қайғуруп, налә-пәрият қилишти. Улар роза тутуп, көз йеши қилип, һаза тутушти, нурғун кишиләр кәндир рәхткә йөгинип, күлгә милинип йетишти.
падиша ханиш Әстиргә: — Йәһудийлар ялғуз Суза шәһиридила бәш йүз адәм өлтүрүпту. Өлтүрүлгәнләрниң ичидә Һаманниң он оғлиму бар екән, империяниң башқа өлкилиридә йәнә немә ишлар қилғандур? Әнди илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Йәнә немә тәливиң бар? Дегиниң болиду, — деди.
Әстирниң хизмитигә тайинланған падишаниң Һатак исимлиқ бир һәрәмъағиси бар еди. Әстир уни чақиртип, Мордикайниң йениға берип, зади немә ишниң уни қийнаватқанлиғини вә немишкә ундақ болғанлиғини билип келишкә әвәтти.
Мордикай йүз бәргән ишларни униңға бир-бирләп ейтип бәрди, шундақла Һаманниң йәһудийларни йоқитиш үчүн дөләт ғәзнисигә қанчилик пул сәдиқә қилишни вәдә қилғанлиғиниму деди.