Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әстир 4:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Әстирниң хизмитигә тайинланған падишаниң Һатак исимлиқ бир һәрәмъағиси бар еди. Әстир уни чақиртип, Мордикайниң йениға берип, зади немә ишниң уни қийнаватқанлиғини вә немишкә ундақ болғанлиғини билип келишкә әвәтти.

Gade chapit la Kopi




Әстир 4:5
10 Referans Kwoze  

Чүнки бизниң бу Баш Роһанийимиз аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ қилмай қалмайду. Уму бизгә охшаш һәр хил синақларға дуч кәлгән, лекин гуна қилип бақмиғандур.


Әгәр бир әзаға дәрт кәлсә, пүткүл әзалар тәң дәрт тартиду, бир әза қәдирләнсә, пүткүл әзалар тәң хошал болиду.


Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, қайғурғанлар билән биллә қайғуруңлар.


Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у беришни рәт қилди. Буниң билән падиша интайин хапа болуп, ғәзиви өрләп кәтти.


Чоң зияпәтниң йәттинчи күни падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, һозурида хизмәт қилидиған йәттә һәрәмъағисиға, йәни Мәһуман, Бизта, Һарбона, Биғта, Абағта, Зәтар, Кәркәсләргә


Өз мәнпийи­тиңларнила әмәс, башқиларниң мәнпийитиниму ойлаңлар.


Әстирниң хизмитини қилидиған кенизәкләр билән һәрәмъағилири Мордикай һәққидә Әстиргә хәвәр йәткүзгәндә, у интайин беарам болуп, Мордикайға кийим-кечәкләрни әвәтип, униң матини ташлаветишини тәләп қилди. Лекин Мордикай қобул қилмиди.


Шуниң билән Һатак орда дәрвазиси алдидики мәйданда Мордикай билән көрүшти.


Һатак қайтип Мордикайниң тәливини Әстиргә йәткүзди.


Әстир: — Мордикайға мону гәпләрни йәткүз, — дәп Һатакни йәнә әвәтти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite