Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әстир 4:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Падишаниң пәрмани қайси өлкигә йетип кәлсә, у йәрдики йәһудийлар қайғуруп, налә-пәрият қилишти. Улар роза тутуп, көз йеши қилип, һаза тутушти, нурғун кишиләр кәндир рәхткә йөгинип, күлгә милинип йетишти.

Gade chapit la Kopi




Әстир 4:3
20 Referans Kwoze  

Бу ярамсиз чакарни сиртқа, қараңғулуққа қоғлаветиңлар, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлатсун», дәпту.


Падиша чакарлириға: «Униң пут-қоллирини бағлап, ташқириға, қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәргә ташланғанлар һәсрәттә жиғлап, чиш­лирини ғучурлитиду», дәпту.


уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.


— Сиз берип, Суза шәһиридики барлиқ йәһудийларни жиғиң, силәр мән үчүн роза тутуңлар, үч кечә-күндүз һеч нәрсә йемәңлар, һеч нәрсә ичмәңлар. Мәнму кенизәклирим билән шундақ қилимән. Андин мән қанунға хилап болсиму, падишаниң алдиға киримән. Буниң үчүн өлсәмму мәйли.


Шуңа биринчи айниң он үчинчи күни Һаман падишаниң хәтчилирини жиғип, империяниң һәммә өлкилиридики рәислири, бәглири вә алий әмәлдарлириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкә хәлқиниң өз тил-йезиғида болуп, улар падишаниң намидин йезилди. Шундақла уларға падишаниң мөрлүк үзүги бесилди.


Төвәндики вақиә падиша Аһашвируш заманида йүз бәргән. Аһашвируш Суза шәһиридики падиша тәхтидә олтирип, Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған еди.


У орда дәрвазисиға келип, тохтап қалди. Чүнки қаидә бойичә мата рәхткә йөгәнгән кишиләр ордиға киргүзүлмәтти.


Әстирниң хизмитини қилидиған кенизәкләр билән һәрәмъағилири Мордикай һәққидә Әстиргә хәвәр йәткүзгәндә, у интайин беарам болуп, Мордикайға кийим-кечәкләрни әвәтип, униң матини ташлаветишини тәләп қилди. Лекин Мордикай қобул қилмиди.


Бу мәктүпләр Пурим мәйримини бәлгүлиди. Бу мәйрәмниң һәр жили бәлгүләнгән күнләрдә хатирилинишини йәһудий Мордикай билән ханиш Әстир оттуриға қойди. Хәлиқләр худди өзлири вә әвлатлири үчүн роза тутуш вә қарилиқ тутуш вақтини бәлгүләшни қарар қилғандәк, бу мәйрәмни өткүзүшниму қарар қилди.


Бу хәвәр Нинәви падишасиға йәткәндә, у тәхтидин чүшүп, тонини селиветип, кәндир рәхткә йөгинип, күлдә милинип олтарди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite