1 Мордикай бу ишлардин хәвәр тапқандин кейин интайин қайғуруп, кийимлирини житип, кәндир рәхткә йөгинип, бешиға күл чечип, Суза шәһирини айлинип жүрүп, наһайити қаттиқ аһу-пәрият көтәрди.
Барнаба билән Павлус уларниң қилмақчи болған ишини аңлап, жиркәнгән һалда наразилиқ билдүрүш үчүн көйнәклирини житип, көпчиликниң арисиға жүгрәп кирип, вақирап мундақ деди:
— Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрләрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип, гуналириға товва қилған болатти.
Падишаниң пәрмани қайси өлкигә йетип кәлсә, у йәрдики йәһудийлар қайғуруп, налә-пәрият қилишти. Улар роза тутуп, көз йеши қилип, һаза тутушти, нурғун кишиләр кәндир рәхткә йөгинип, күлгә милинип йетишти.
Бу гәпни аңлиған Әсав интайин ечинип, үн селип жиғлап туруп: — Ата, маңиму хәйирлик дуа қилғайсиз! — дәп ялвурди.
Мән икки гувачимға қудрәт беримән. Улар қарилиқ кийим кийип, Худаниң аянини бәкитилгән әйнә шу 1260 күндә йәткүзиду».
У орда дәрвазисиға келип, тохтап қалди. Чүнки қаидә бойичә мата рәхткә йөгәнгән кишиләр ордиға киргүзүлмәтти.
Яқуп һәсрәттә кийимлирини житип ташлап, матәм кийимини кийип, оғли үчүн узунғичә һаза тутти.