Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әстир 3:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Андин Һаман падиша Аһашвирушқа: — Империялириниң һәммә өлкилиригә чечилип кәткән, шундақла өм яшайдиған бир хәлиқ бар. Уларниң қанунлири башқа хәлиқләрниң қанунлириға охшимайду. Улар империямизниң қанунлириға бойсунмайду. Уларниң яшишиға йол қоюш империямизниң мәнпийитигә пайдисиздур.

Gade chapit la Kopi




Әстир 3:8
25 Referans Kwoze  

Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Яқуптин дунияниң нурғун җайлириға тарқалған Әйса Мәсиһкә ишинидиған йәһудийларға салам.


Лекин сениң пикирлириңни аңлап бақмақчимиз, чүнки сән тәәллуқ болған бу еқимниң һәммә йәрдә қаршилиққа учраватқанлиғидин хәвиримиз бар, — дейишти.


Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.


Буниң билән йәһудий ақсақаллири бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә кетәр? Чәт әлдә туруватқан йәһудий мусапирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмди­ғанду?


Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә яшаватқан һәм бу дунияда мусапир болған, Худаниң таллиған бәндилиригә салам.


Әгәр алийлири халисила, уларни йоқитиш үчүн мәктүп яздурғайла. Мән империямизниң мәмурий хираҗити үчүн ғәзнигә үч йүз атмиш миң кило күмүч тапшурушқа капаләтлик қилимән, — дәп мәлум қилди.


Мордикай бу ишлардин хәвәр тапқандин кейин интайин қайғуруп, кийимлирини житип, кәндир рәхткә йөгинип, бешиға күл чечип, Суза шәһирини айлинип жүрүп, наһайити қаттиқ аһу-пәрият көтәрди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite