3 Буни көргән ордидики башқа әмәлдарлар униңдин: — Падишаниң әмригә бойсунмиғиниңиз немиси? — дәп сориди.
Ордидики пүтүн әмәлдарларниң һәммиси падишаниң буйруғинидәк Һаманниң алдидин өткәндә, униңға егилип тазим қилишатти. Пәқәт Мордикайла егилмәтти һәм тазим қилматти.
Қизлар иккинчи қетим һәрәмханиға жиғилғанда, Мордикай ордида мәнсәпкә еришкән еди.
Лекин бу икки туғут аниси Худаға садақәтмән болғачқа, падишаниң әмригә бойсунмай, оғул бовақларни өлтүрмиди.
Улар Мордикайға бу гәпни һәр күни десиму, амма Мордикай уларниң сөзигә қулақ салмиди. Мордикай уларға чүшәндүрүп: — Мән йәһудий, Һаманға тазим қилмаймән, — деди. Шуниң билән улар Һаманниң Мордикайниң бу ишиға йол қойидиған-қоймайдиғанлиғини билип беқиш үчүн, бу гәпни униңға дәп қойди.