Һаман зияпәттин көңли хуш қайтти. Лекин у орда дәрвазиси алдидин өткинидә, Мордикайниң у йәрдә орнидин мидирлимай олтарғинини, өзидин бир азму әймәнмигәнлигини көрүп интайин ғәзәпләнди.
Мордикай ордида хизмәт қилған мәзгилдә, орда дәрвазисида күзәтчилик қилидиған Биғтан вә Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси болуп, улар падиша Аһашвирушқа интайин ғәзәплинип, уни өлтүрүветишни қәстләп жүрәтти.