5 Суза шәһиридә Мордикай исимлиқ бир йәһудий болуп, у Бинямин қәбилисидин болған Яирниң оғли еди. Яир Шимъиниң оғли, Шимъи болса Кишниң оғли еди.
Йәһудий Мордикай өз хәлқиниң бәхтини издәп, өз миллитиниң тиничлиғини яқлиғачқа, йәһудийлар арисида иззәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди. У мәртивә җәһәттә падиша Аһашвирушниң кәйнидила туратти.
Үчинчи күни Әстир шаһанә кийимини кийип, ординиң ичкирики һойлиға, йәни падишаниң тәхти қоюлған падиша ханиси удулидики һойлиға кирди. Падиша өз ханисидики ишикниң удулидики тәхтидә олтиратти.
Бу чирайлиқ қизларни Суза шәһиридики һәрәмханиға жиғип келиш үчүн империялириниң һәр қайси өлкилиригә әмәлдарлар тайинлансун. Қизлар орда тоқаллириға җавапкар һәрәмъағиси Һегайниң башқурушида болсун вә пәдәз мулазимити билән тәминләнсун.
Андин өзлиригә яққан қиз Ваштиниң орниға ханиш болсун, — дәп тәклип бәрди. Бу тәклип падишаға яққачқа, у шундақ қилди.