Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әстир 10:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Йәһудий Мордикай өз хәлқиниң бәхтини издәп, өз миллитиниң тиничлиғини яқлиғачқа, йәһудийлар арисида иззәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди. У мәртивә җәһәттә падиша Аһашвирушниң кәйнидила туратти.

Gade chapit la Kopi




Әстир 10:3
17 Referans Kwoze  

Мундақ яшаш билән Әйса Мәсиһкә хизмәт қилған киши Худани хурсән қилиду вә инсанларниң махтишиға сазавәр болиду.


Қериндашлар, мән җан-җигәрим исраилларниң қутқузулу­шини бәкму арзу қилимән һәм буни Худадин дайим тиләймән.


Мән сени мәмликитимни башқу­рушқа тайинлаймән. Пүтүн хәлқим сениң әмриңгә бойсуниду. Мәмликитимдә пәқәт мениң һоқуқумла сәндин жуқури болиду.


Ордидики пүтүн әмәлдарларниң һәммиси падишаниң буйруғинидәк Һаманниң алдидин өткәндә, униңға егилип тазим қилишатти. Пәқәт Мордикайла егилмәтти һәм тазим қилматти.


Оғул-қизлириңиз, нәврилириңиз, қой-калилириңиз вә башқа пүтүн тәәллуқатиңизни әкелип, Гошән вилайити әтрапида маңа йеқин олтириң.


Сизниң пүтүн аилә вә мал-варанлириңиз билән ачлиқтин мүшкүл әһвалға чүшүп қалмаслиғиңиз үчүн, мән сизни бақимән. Чүнки ачарчилиқ йәнә бәш жил давамлишиду! › деди», дәңлар, — деди.


Суза шәһиридә Мордикай исимлиқ бир йәһудий болуп, у Бинямин қәбилисидин болған Яирниң оғли еди. Яир Шимъиниң оғли, Шимъи болса Кишниң оғли еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite