Падиша орда гүлзарлиғидин зияпәтханиға қайтип киргинидә, Һаман ханиш Әстир янпашлап ятқан узун орундуққа өзини ташлап ятатти. Падиша: — Мән туруқлуқ, у мениң ордамда ханишқа әдәпсизлик қиливатамду немә? — дәп вақириди. Падиша шундақ дейиши биләнла һәрәмъағилири Һаманниң баш-көзини чүмкәп, уни өлтүрүшкә тәйяр болди.