Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әстир 1:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Мәмуқан буниңға җававән падиша вә башқа алий әмәлдарларға мундақ деди: — Ханиш Вашти падишаниң алдида әмәс, бәлки падишаниң барлиқ өлкиләрдики алий әмәлдарлириниң, шундақла пүткүл хәлиқләрниң алдидиму хаталиқ өткүзүпту!

Gade chapit la Kopi




Әстир 1:16
6 Referans Kwoze  

— Болмайду! — дәп җавап бәрди Павлус, — мән һазир Рим импера­то­риниң һоқуқи билән тайинланған сорақчи алдида туримән. Мени сорақ қилишқа тегишлик йәр мана мошу. Өзиңизгә мәлум, мән йәһудийларға қарши һеч қандақ җинайәт өткүзмидим.


Павлус сөз башлай дәп турушиға, һаким Ғаллийо уларға: — Әй йәһудийлар! Әгәр силәрниң шикайитиңлар бир наһәқлиқ яки бирәр еғир җинайәт тоғрисида болсиди, әлвәттә сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ селишимға тоғра келәтти.


Падиша улардин: — Мәнки падиша Аһашвируш һәрәмъағисини әвәтип, ханиш Ваштиға әмир йәткүзгән едим. Лекин у әмримни орунлимиди. Қанун бойичә уни қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди.


Чүнки ханишниң қилған бу иши империямиздики һәммә аялларниң арисиға тарқилиши биләнла, бу иш уларниң өз әрлирини көзигә илмаслиғиға сәвәп болиду. Улар: «Падиша Аһашвируш ханиш Ваштини һозуриға тәклип қилған екән, амма у беришни рәт қипту», дейишиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite